Түркийә һава армийиси бомбардиманлирини давамлаштурмақта

Мухбиримиз үмидвар
2016.08.28

Түркийә трт радиоси вә башқа учур мәнбәлиридә қәйт қилинишичә, түркийә һава армийиси 28 - авғуст күни, сүрийәниң шималидики курд қораллиқ гуруппилирини бомбардиман қилип, 25 қораллиқ унсурни өлтүргән.

Түркийә қораллиқ күчлири баш қоманданлиқ штаби сүрийә ичидики п к к тармиқи вә п й д ниң қораллиқ гурупписиға һавадин һуҗум қилған болуп, уларниң туралғу биналиридин бәшни вәйран қилған. Түркийә тәрәп бу һуҗумни түркийә қошунлири террорчиларниң һуҗумиға учриғандин кейин, елип барғанлиқини билдүргән.

Униң алдида бир түркийә танкиси сүрийәниң шималида ракета һуҗумиға учриған болуп, бир түрк әскириниң өлүши вә үч әскәрниң ярилинишини кәлтүрүп чиқарған иди. Түркийә һәрбий тәрәп һуҗум қилған 3 һуҗумчини тутқан.Түркийә һөкүмити курдларниң п й д тәшкилати вә уларниң қораллиқ гуруппилирини п к к билән охшаш террорчи тәшкилат дәп қарайду.

Һуҗумлар җәрянида п й д ниң қолидики бир қанчә йеза әркин сүрийә армийисиниң қолиға өткән икән.

Өткән һәптә түркийә армийиси даишқа қарши һуҗумларни башлиған иди.

Әмма, русийәниң “невсру”тори һава һуҗумлирида мәлум санда тинч пуқраларниңму өлгәнликини хәвәр қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.