Д у қ түркийә сотини долқун әйсаға қаритилған түркийәгә кириш чәклимисини бикар қилишқа чақирди
Дуня уйғур қурултийи 7-июн баянат елан қилип, түркийә сотини һөкүмәтниң д у қ рәиси долқун әйсаға қойған түркийәгә кириш чәклимисини бикар қилишқа чақирған. Д у қ ниң баянати түркийәниң әнқәрә шәһридики бир мәмурий сот мәһкимиси 8-июн күни долқун әйсаниң делосини көрүп чиқип униңға қарар беришниң һарписида елан қилинған.
Түркийә һөкүмити 2008-йили долқун әйсаниң “дөләт бихәтәрликигә тәһдит” дегәнни баһанә билән түркийәгә киришини чәклигән. Униң 2016-йили 10-айда түркийәгә киришини йәнә бир қетим рәт қилған иди.
Баянатта долқун әйса өзиниң һечқандақ бир “җинайәт” садир қилмиғанлиқини билдүрүп: “бу хитайниң узун қолиниң чегра һалқиғанлиқи вә өктичиләрни җазалашқа қанчилик урунидиғанлиқиниң бир мисали. Мән түркийә мәмурийитиниң мениң делойимниң сияси дело икәнликини көрүп йетишини, мениң түркийәгә һечқандақ тәһдид әмәсликимни көрүп йетишини үмид қилимән,” дегән.
Долқун әйсаниң адвокати, профессор иляс доғанниң түрк таратқулириға ейтишичә, әнқәрә 14-мәмурий соти алақидар органларниң 8-июн сот мәһкимисигә келип, “долқун әйсаниң түркийәгә киришиниң түркийәгә қандақ зәрәр беридиғанлиқиға чүшәнчә бериши” ни тәләп қилған.
Хәлқара сақчи тәшкилати — интерпол долқун әйса үстидин 1997-йили хитайниң тәлипигә бинаән қизил башлиқ тутуш буйриқи чиқарған. Бирақ интерпол бу тутуш буйриқини 2018-йили бикар қилған иди.