Түркийә билән голландийә арисидики мунасивәт начарлашмақта

Мухбиримиз үмидвар
2017.03.12

Түркийә президенти рәҗәп тайип әрдоған голландийә даирилирини агаһландуруп, уларниң өзиниң икки министирини тәқиб қилип, мунасивәтләрни начарлаштурғанлиқниң бәдилини төләйдиғанлиқини билдүргән.

Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, әрдоған голландийә даирилириниң түркийәниң аилә ишлириға мәсул министири фатма бәтул саян каяни тохтитип қоюп, ахирида уни чеградин германийә тәрәпкә һәйдәп чиқарғанлиқини қаттиқ әйиблигән.

Шәнбә күни голландийә даирилири ташқи ишлар министири чавуш оғлуниң роттердамға кәлмәкчи болушиға рухсәт бәрмәй, уни қайтип кетишкә мәҗбур қилған иди. Түркийә президенти әрдоған голландйәнииң бу қилмишини әйибләп, уларни “натсисларниң қалдуқлири” дәп сөккән.

Түркийә ташқи ишлар министири чавуш оғлу болса голландийәни “фашистларниң патәхти” дегән иди.

Голландийә тәрәп җаваб қайтуруп, түркийә даирилириниң бу сөзлирини “қобул қилғили болмайдиғанлиқи”ни билдүргән.

Вәқәдин кейин голандийәниң түркийәниң әнқәрәдики әлчиханиси вә истанбулдики косулханилири алдида наразилиқ намайишлири өткүзүлгән.

Йәкшәнбә күни роттердам шәһиридики түркийә консулханиси алдида өткүзүлгән әрдоған тәрәпдарлириниң намайиши җәрянида голандийә сақчилири билән түркләр арисида тоқунуш йүз бәргән.

Бу қетим түркийә һөкүмити явропада яшайдиған бир қанчә милйон түрк пуқрасиниңму түркийә асасий қанунға өзгәртиш киргүзүшни қоллишини қолға кәлтүрүш үчүн бу түрк пуқралири арисида тәшвиқат-тәрғибат елип бармақта иди. юқирқи министирлар голландийәдики түркләрниң бу хил паалийитигә қатнишип, нутуқ сөзлимәкчи болған болуп, әмма голландийә тәрәпниң тосқунлиқиға учриған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.