Түркийә чеграсиға топланған сүрийәлик мусапирларниң сани көпийишкә башлиди

Мухбиримиз җүмә
2016.02.06

Сүрийәниң түркийә чеграсиға йеқин алеппо шәһиридә уруш оти күчәйгәндин кейин, түркийә чеграсиға топланған сүрийәлик мусапирларниң сани һәссиләп көпийишкә башлиған.

Б б с да хәвәр қилишичә, бу иштин хәвәрдар түркийә килис өлкиси һөкүмәт хадими җүмә күнгә қәдәр түркийә чеграсиға топланған мусапирлар сани әслидики 20 миңдин 35 миңға көпәйгәнликини билдүргән.

Түркийә һөкүмити бу мусапирларға ярдәм қилидиғанлиқини, әмма ярдәмниң сүрийә чеграси ичидә болидиғанлиқини ейтқан.

Бу көчмәнләр сүрийә һөкүмәт армийәси русийә күрәшчи айропиланлириниң ярдимидә бу һәптә ичидә алеппо өлкисигә қарашлиқ ратян вә заһра районлириниң бир қисим җайлирини һөкүмәткә қарши қораллиқ күчләрдин тартивалғандин кейин шәһәрни ташлап қечишқа башлиған.

Алеппо шәһири 4 йилдин буян һөкмәткә қарши мөтидил қораллиқ қозғилаңчиларниң башқурушида болуп кәлгән иди.

Бирләшкә дөләтләр тәшкилатиниң билдүрүшичә, нөвәттә алепподин мусапир болуп қачқан кишиләрниң сани 40 миңға йетидикән.

Инсаний ярдәм тәшкилати - “ворлд вижин” ниң мөлчәрлишичә, сүрийәдә 4 йилдин буян давам қиливатқан ички урушта 250 миңға йеқин адәмниң өлгәндин башқа 4 милйон 400 миңдин артуқ адәмниң мусапир болуп чиқип кәткән, йәнә 6 йерим милйондин артуқ адәмниң сүрийә ичидә өй - маканлиридин айрилип қалған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.