Түркийә тайландтики партлашқа четишлиқ гумандарларға аит учурларниң муҗимәлликини билдүрди
Түркийә ташқи ишлар министирлиқи мухбирларға, тайландтики партлашта түркийә пуқралириға четилидиғанлиқиға аиـт хәвәрләрниң наһайити муҗимәлликини, тайланд даирилириниң буни дәрһал айдиңлаштуруши керәкликини билдүргән.
Тайланд даирилири банкоктики партлашқа четишлиқи барлиқини илгири сүрүватқан 8 нәпәр җинайәт гумандариниң әң аз дегәндә икки нәпириниң түркийә пуқраси болуши мумкинликини билдүргән иди. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, түркийиниң тайландта турушлуқ әлчиханиси пәйшәнбә күни елан қилған баянатида, бу вәқәниң түркийә пуқралириға четилидиғанлиқиға гуман билән билән қарайдиғанлиқини билдүргән вә һазирғичә тайланд даирилиридин өзлиригә бир рәсмий бир уқтуруш кәлмигәнликини билдүргән.
Түркийә әлчиханиси баянатида йәнә, түркийә ташқи ишлар министирлиқи баянатчисиниң сөзини нәқил қилип туруп, тайланд даирилирини вәқә һәққидә “ениқ вә тоғра” учурларни елан қилишқа чақирған.
Тайланд даирилири банкоктики партлаш йүз берип, арқидинла елан қилған баянатида, қолида һечқандақ испат йоқ бир шараитта “партлашниң уйғурларға четишлиқ болуш еһтималлиқини чәткә қақмайдиғанлиқи”ни билдүрүш арқилиқ наразилиқ қозғивалған иди. Әмма уларниң йәнила ениқсиз мәлуматларни беришни давам қилиши вәқәгә қарита гуман пәйда қилмақта. Дуня уйғур қурултийиму алдинқи күнидики баянатида тайланд һөкүмитини вәқәниң пакитлирини очуқ елан қилишқа чақирди.