Түркийә һөкүмити түрк вәтәндашлиқиға өткән уйғурларниң өз кимликидә туғулған юртини йезишиға йол қойидикән
2015.01.30
Түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи йеқинда мәхсус бәлгилимә чиқирип, түркийә вәтәндашлиқиға өткән уйғурларниң паспорт вә кимликидә туғулған юртини йезишиға йол қойидиғанлиқини билдүргән.
Мәлумки, хитай даирилириниң уйғурларға беҗиргән паспортлирида шәхсләрниң туғулған йерини бирдәк “хитай” яки “шинҗаң” дегән намлар билән йезиши муһаҗирәттики уйғурларниң күчлүк наразилиқини қозғап кәлгән иди.
Йеқинда түркийә ички ишлар министирлиқи бу һәқтә уқтуруш чиқирип, түркийә пуқралиқиға өткән уйғурларниң паспорт вә кимликидики туғулған йерини өзиниң киндик қени төкүлгән ана юртиниң намлириға өзгәртсә болидиғанлиқини елан қилған. Йәни түркийә пуқралиқиға өткән һәрқандақ уйғур илгирики кимлик картисидики “туғулған йери” дегән катәкчигә мәҗбурий йезилған “чин” яки “шинҗаң” дегән намларни өчүрүп, униң орниға өзи туғулған юртниң намлирини, мәсилән, қәшқәр, хотән, үрүмчи яки ғулҗа дегәндәк уйғурчә йәр намлирини язса болидикән.
Көзәткүчиләр, түркийә һөкүмитиниң бу қарари, муһаҗирәттики уйғурларниң паспорт вә кимликлиридә хитай һөкүмити тәрипидин мәҗбурий хитайлаштурулған исим-фамилә вә юрт намлирини әслигә кәлтүруштики бир иҗабий қәдәм, дәп қаримақта.