Түркийә мусулман мусапирларға бир милйон доллар ярдәм қилмақчи
2015.05.20
Түркийә һөкүмити бенгал вә бирма қатарлиқ әлләрдин қечип чиққан мусулман мусапирларға бир милйон доллар ярдәм қилидиғанлиқи, бу ярдәмни “хәлқара мусапирлар тәшкилати” вә б д т ниң мунасивәтлик органлири арқилиқ йәткүзидиғанлиқини билдүрди.
Түркийә өзниң бу пиланини 20-май ашкарилиди.
19-Май түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давут оғлу түркийәниң деңиз армийиси вә хәлқара мусапирлар тәшкилати арқилиқ деңизда қапсилип қалған роһиңя мусулманлириға ярдәм қилиш үчүн әң зор тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини ейтқан.
Бирмидики тәприқичилик, бастуруш вә бенгалдики намратчилиқтин қачқан 3 миңдин артуқ роһиңя мусулманлири йеқинда шәрқий җәнубий асиядики деңизда қапсилип қалған. Буларниң сәпәр җәрянида зор бәдәлләрни төлигәнлики дуня ахбаратиниң диққәт мәркизигә айланған иди.
Бүгүн һиндонезийә вә малайшия даирилири бу мусулманларни қобул қилидиғанлиқини елан қилди.