Түркийә явропа иттипақи билән мусапирлар келишими һасил қилған

Мухбиримиз җүмә
2016.03.20

Түркийә явропа иттипақи билән һасил қилған мусапирлар келишиминиң муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

Җүмә күни бюросида түркийә вә явропа иттипақи арисида елип берилған сөһбәттин кейин ахбарат елан қилған түркийә баш министири әһмәт давут оғли мундақ деди: “бу йәнә бир тарихий күн, чүнки биз түркийә билән явропа иттипақи арисида бир муһим келишим һасил қилдуқ.”

Бу нөвәт һасил қилинған келишим бойичә, гиретсийәгә қапсилип қалған мусапирларниң ичидики панаһлиқ илтимаси рәт қиилинғанлирини түркийәгә қайтуруш бәлгиләнгән.

Түркийә униң орниға түрк пуқралириниң явропа иттипақи әллиригә визисиз кириш ишини һәл қилған вә 6 милярд 800 милйон доллар мусапир ярдәм соммисиға еришкән.

5 Йилдин буян давам қиливатқан сүрийә ички уруши милйонлиған адәмләрниң сүрийәдин мусапир болуп чиқип кетишигә сәвәб болған. Нөвәттә түркийәдә 2.6 Милйон сүрийәлик мусапир панаһланған. Униңдин башқа йәнә нәччә милйон мусапир түркийә арқилиқ явропаға еқишқа башлиған.

Мәзкур мусапирлар еқими көплигән явропа әллиригә бесим елип кәлгән. Бу йилниң бешида явропадики асаслиқ дөләтләргә киридиған қаналлар тақалғандин кейин, түркийә арқилиқ гиретсийәгә қанунсиз киргән миңлиған мусапир әслидинла иқтисадий кирсиз ичидики гиретсийә вәзийитидә җиддийлик яратқан.

Шундин кейин явропа әллири җиддий баш қошуп, мусапирлар мәсилисини һәл қилиш сөһбитини башлиған иди.

Явропа консули президенти доналд туск түркийә - явропа мусапир келишимини явропа иттипақиға әза 28 дөләт толуқ қоллиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.