Түркийә парламенти уйғурларниң вәзийитини тәкшүрүш һәққидики тәклип лайиһисини рәт қилди

Мухбиримиз әркин
2019.06.21

Түркийә парламенти 20‏-июн аваз берип, хитайниң уйғурларни бастуруватқанлиқиға қарита тәкшүрүш елип бериш һәққидики тәклип лайиһисини рәт қилған. Мәзкур тәклип лайиһиси парламенттики өктичи партийә ийи партийәси тәрипидин сунулған. Тәклип лайиһиси парламенттики җумһурийәт хәлқ партийәси, хәлқләрниң демократик партийәсиниң қоллишиға еришкән. Әмма түркийәдики уйғурлар изчил қоллап келиватқан һакимийәт бешидики адаләт-тәрәққият партийәсиниң рәт қилишиға учриған. Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, тәклип лайиһисиниң рәт қилинишида әрдоған һөкүмитиниң йеқин иттипақдиши, түркчилик идийәсидики милләтчи һәрикәт партийәсиниң аваз бәрмәслики һәл қилғуч рол ойниған.

Бу, мәзкур тәклип лаһийәсиниң түркийә парламентида 2‏-қетим рәт қилинишидур. Бу лайиһә өткән йили 10‏-айда бир қетим оттуриға қоюлған. Әмма у шу қетимдиму өзини “мәзлум мусулманларниң һаммиси” дәп келиватқан адаләт-тәрәққият партийәси билән милләтчи һәрикәт партийәсиниң рәт қилишиға учриғаниди. Бу тәклип лайиһә хитай һөкүмити 2 милйондәк уйғур, қазақ вә башқа мусулман хәлқләрни йиғивелиш лагерлириға қамап, уларниң мәдәнийити, тили, диний етиқадини чәкләп, уйғур җәмийитигә қарита омумйүзлүк тәқибләш елип берип, ғәрб әллириниң қаттиқ тәнқидигә учраватқан бир мәзгилдә сунулғаниди.

Ийи партийәсиниң 20‏-июн твиттерда елан қилған баянатида, мәзкур тәклип лайиһисиниң “адаләт вә тәрәққият партийәсиниң рәт авази бериши, м һ п ниң аваз бәрмәслики арқисида рәт қилинғанлиқи” ни билдүрүлгән. Мәзкур лайиһәниң президент әрдоған хитайни зиярәт қилиш һарписида рәт қилиниши диққәт қозғимақта. 

2009‏-Йили хитайниң уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” елип барғанлиқини илгири сүргән әрдоған бу йил 7‏-айниң башлирида бейҗиңни зиярәт қилип, хитай рәиси ши җинпиң билән көрүшиду. Түркийә таратқулириниң ашкарилишичә, икки тәрәп хитай-түркийә иқтисади мунасивәтлирини, хитайниң “бир бәлвағ бир йол” қурулушида елип берилидиған ортақ һәмкарлиқ түрлирини музакирә қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.