Турпандики бир қәдимий қәбридин 2700 йил бурунқи ат егири тепилған

2023.06.05

 Хитай вә чәт әл археологлириниң турпанниң яңхей кәнтидики бир қәдимий қәбригә қарита елип барған археологийәлик қезишта буниңдин 2700 йил аввалқи дәвргә аит болған ат егири байқалған.

Археологларниң қәйт қилишичә, бу археологийәлик байқаш атниң көндүрүлүп, қатнаш қорали сүпитидә қоллинилиш тарихиға даир йеңи йип учи билән тәминләйдикән. Хоңкоңда чиқидиған “җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезитиниң 4-июн бәргән хәвиридә, мәзкур қәбридин тепилған буюмларға қарита радио-карбунлуқ ениқлаш елип берилип, бу буюмларниң миладидин бурунқи 727 йилдин 396 йилғичә болған арилиқтики дәвргә аит икәнликини бекиткән.

Хәвәр ейтилишичә, бу қәбрә бир аялға аит болуп, униңдин атниң егири, шундақла кала терисидин ясалған, ичигә кейик вә төгә юңи қачиланған ястуқлар тепилған. Буниңдин бурун археологлар әң қәдимий ат егириниң алтай тағлиридин тепилған қәдимки искит хәлқлиригә аит икәнликини қәйт қилип кәлгән иди. Мәлум болушичә, турпан яңхейдики бу қәдимий қәбриниң археологийәлик доклати 23-май күни “асия археологийә тәтқиқати” журнилида елан қилинған болуп, доклатта бу байқаш райондики хәлқләрниң миладидин бурунқи миң йилниң дәсләпки йеримидила ат минишни билгәнликини испатлап бәргәнлики көрситилгән.

Мәзкур археологийәлик байқашниң хитай һөкүмити 2017-йилдин башлап уйғурларниң тарихи вә мәдәнийитигә қайта ениқлима берип, уйғур районини әзәлдин тартип хитайниң бир парчиси, уйғурларни “җуңхуа миллити” дәп көрситиватқан; кәң көләмлик лагерларни қуруп, бу орунларда уйғурларни “җуңхуа миллити” икәнликини қобул қилишқа мәҗбурлаватқан бир вақитта байқилиши, диққәт қозғиди. “җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезитиниң көрситишичә, турпандики қәдимки қәбридин чиққан буюмларниң тәтқиқатиға қатнашқан шиветсарийә, хитай, германийә, әнглийә вә русийә тәтқиқатчилири, бу егәрни “һазирчә егәр ясаш тарихиниң башлинишиға вәкиллик қилиду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.