Тутқун нурмәмәт исмаилниң ақивити аилисини әндишигә салмақта

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.03.25

Хитайниң қәшқәр шәһәрлик дөләт аманлиқ сақчилири һейтгаһ әтрапида дукан ечип тиҗарәт қиливатқан нурмәмәт исмаилни мушу айниң 1-күни намәлум сәвәб билән дукинидин тутуп кәткән.

Уйғурбиз ториниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридин мәлум болушичә, бу йил 23 яшқа киргән тутқун нурмәмәт исмаил һәққидә сақчилар һазирғичә һечқандақ учур бәрмигән. Нурмәмәт исмаил тутулуп кетип бир күндин кейин, хитай дөләт аманлиқ сақчилиридин 5 хадим, нурмәмәт исмаилниң өйигә бесип кирип өй ахтуруш елип барған. Вә бир компютерни елип чиқип кәткән.

Сақчилар өй ахтуруш давамида нурмәмәтниң аилисигә һечқандақ қануний рәсмийәт көрсәтмигән; пәқәт еғзаки һалда нурмәмәтниң бир сиясий делоға четишлиқлиқи байқалғанлиқини ейтқан.

Нурмәмәт исмаилниң тутулғиниға, түнүгүн 24 күн болған болуп, таки шу күнгичә, нурмәмәтниң немә үчүн тутулғанлиқи вә нәдилики һәққидә униң аилисигә қануний йосунда һечқандақ бир чүшәндүрүш берилмигән.

Мәлум болушичә, нурмәмәт исмаил билән охшаш күндә йәнә 6 нәпәр уйғур яш тутулған болуп, улар һәққидиму аилилиригә һечқандақ учур берилмигән. Нөвәттә мәзкур аилиләр уларниң қолум-қошнилири бу 7 нәпәр тутқунниң нөвәттики әһвали вә ақивитидин әндишә қилишмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.