Әлфидар илтәбир америка уйғур бирләшмисиниң йеңи нөвәтлик рәисликигә сайланди

Мухбиримиз қутлан
2022.05.21
Әлфидар илтәбир америка уйғур бирләшмисиниң йеңи нөвәтлик рәисликигә сайланди Америка уйғур бирләшмисиниң йеңидин сайланған рәиси әлфидар илтәбир вә һәйәт әзалири
RFA

2022-Йили 5-айниң 21-күни америка уйғур бирләшмисиниң 10-нөвәтлик сайлими өткүзүлди. Әлфидар илтәбир мутләқ көп аваз билән америка уйғур бирләшмисиниң йеңи нөвәтлик рәисликигә сайланди.

 Сайлам комитети буниңдин бирқанчә һәптә илгири америка уйғур бирләшмисиниң 10-нөвәтлик сайлими һәққидә иҗтимаий таратқуларда уқтуруш елан қилған иди. Бүгүн, йәни 21-май шәнбә күни америка пайтәхти вашингтон вә униңға қошна болған вирҗинийә, мариланд шитатлиридин йиғилған уйғур җамаити бир йәргә җәм болди, шундақла сайлам комитетиниң тәшкиллишидә америка уйғур бирләшминиң 10-нөвәтлик сайлимини өткүзди.

Бу қетимлиқ сайлам нәқ мәйданда вә тор арқилиқ беләт ташлаш усули билән өткүзүлди. Сайлам қизғин кәйпият һәм демократик усулда елип берилди. Америка уйғур бирләшмисиниң сабиқ идарә һәйәт әзаси, рәис намзати әлфидар илтәбир мутләқ көп аваз, йәни 156 беләт билән америка уйғур бирләшмисиниң йеңи нөвәтлик рәисликигә сайланди. Мунәввәр абдулла, абдуғени муса, мисран долан, қуддус имам қатарлиқ 4 киши америка уйғур бирләшмисиниң йеңи нөвәтлик идарә һәйәт әзаси болди. Униңдин башқа, америка уйғур бирләшмисиниң американиң һәрқайсий шитатлирида турушлуқ вәкиллири елан қилинди. Нурниса қурбан америка уйғур бирләшмисиниң калифорнийә шитатида, оғлан уйғур миссори шитатида, әқидә илһам мишиган шитатида, рустәм муһәммидов филорида шитатида, музәппәр долан тексас шитатида, мәмәт имин ню-йорк вә пенсилванийә шитатида турушлуқ вәкили болди.

Сайлам нәтиҗиси елан қилинғандин кейин, йеңи нөвәтлик рәис әлфидар илтәбир қәсәм берип вәзипә тапшуривалди. У җамаәткә қилған сөзидә өзиниң вәзипә өтәш мәзгилидә, америка уйғур бирләшмисиниң йеңи нөвәтлик идарә һәйәт әзалири вә һәрқайсий шитатларда турушлуқ вәкиллири билән зич һәмкарлишип, пүтүн күчи һәм зеһни билән америкадики уйғур җамаити үчүн хизмәт қилидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.