Хитай тор сақчилири үндидарда динға аит гәп-сөзләрни сүзүвелип тәкшүрүшни башлиди

Мухбиримиз меһрибан
2015.06.26

‏Иҗтимаий алақә торлирида тарқалған учурлардин мәлум болушичә, хитайниң тор сақчилири рамизан мәзгилидә “үндидар” қатарлиқ иҗтимаий алақә учурлирида “сәзгүр сөзләрни сүзүвелиш” һәрикитини башлиған.

Даириләр бәлгилигән сәзгүр сөзләр асаслиқи динға алақидар гәп сөзләр болуп, теңшүн торида бу һәқтә елан қилинған учурдин мәлум болушичә, тор сақчилири үндидардики учурлардин нуқтилиқ һалда, “аллаһ”, “роза”, “рамизан”, “иптар”, “зоһурлуқ”, “намаз”, “қуран” дегәндәк сөзләрни телефон, тор қатарлиқ алақилишиш васитилиридин сүзүвелип тәкшүрүш елип баридикән.

Хитайниң тиңшүн чәклик ширкити тәрипидин ишләнгән “үндидар” (Wechat) янфон программиси уйғурлар арисида кәң омумлашқан алақилишиш қораллиридин бири. Уйғурлар 2012-йилдин башлап “үндидар” ни кәң даиридә қоллинишқа башлиған. Әмма 2014-йилдин буян даириләр айфон қатарлиқ әқиллиқ телефонлардики учур алақилиригә қаратқан тәкшүрүш вә контроллуқни күчәйткәнлики үчүн, нурғунлиған уйғурлар интернет алақисигә қулайлиқ әқлий иқтидарлиқ телефонлардин ваз кечип, илгирики кунупкилиқ аддий телефонларни ишлинишкә йүзләнгән.

Радиомизға инкас қилған уйғурларниң билдүрүшичә, җәнубий уйғур районидики қәшқәр хотән, ақсу қатарлиқ вилайәтләрдә телефон учури сәвәблик җазалиниватқан һәтта қолға елинип қамақ җазасиға һөкүм қилинған уйғурлар барғанчә көпәйгән.

Радиомизға бу һәқтә инкас йоллиғучиларниң билдүрүшичә, ақсуниң кучар наһийисиниң йеңи партком секретари яң фасиң тәрипидин 2014-йилниң ахири йолға қоюлған “һәр бир қанунсиз диний учур вә миллий бөлгүнчилик учури үчүн 3 йиллиқ қамаққа һөкүм қилиш” бәлгилимиси сәвәблик, 2015-йили 1-айға қәдәр пәқәт кучар наһийисидинла 2080 адәм қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Нөвәттә кучардики уйғурларниң 80% тин артуқи, тинч-аманлиқ вә бихәтәрликини нәзәрдә тутуп, илгирики кунупкилиқ телефонларни ишлитишкә көчкәнлики мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.