Үрүмчидә 5G тор қурулуши ишқа кириштүрүлүши диққәт қозғиди

Мухбиримиз ирадә
2019.11.02

Хитайниң шинхуа агентлиқи тарқатқан хәвәргә қариғанда, 31-өктәбир күнидин итибарән үрүмчи шәһиридә 5-әвлад көчмә алақиличилиқи, йәни 5G тор қурулуши ишқа киришкән. Буниң билән үрүмчи хитай бойичә 5G тор дәвригә киргән дәсләпки 50 шәһәр қатаридин орун алған.

Юқириқи бу хәвәр чәтәлләрдики көзәткүчиләрниң диққитини қозғиди. Чүнки 2016-йили уйғур райони даирилириниң қарари билән пәқәт уйғур елиниңла янфон тор сүрити астилитип, 4-әвладтин 3-әвладқа, йәни 4G дин 3G ға чүшүрүлгән иди. 

Шуниң билән мас қәдәмдә даириләр йәнә “алақә тори ахбарат учурлири мулазимитини башқуруш бәлгилимиси” ни елан қилип, уйғур елидики интирнет вә янфон қолланғучилириға қаратқан назазәтни мислисиз күчәйткән. 2017-Йиллардин башлап лагерға тутқун қилинғанларниң тутулушиға үндидарда һәмбәһирлигән адәттики йолланмилири, телефон алақилири вә қол телефонида көргән видейолири қатарлиқларниң баһанә қилинғанлиқи айдиңлашқан.

Чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай һөкүмити уйғур елида 2 милйондин артуқ уйғур, қазақ қатарлиқ йәрлик милләтләрни лагерларға қамашни, лагер сиртидикиләрни мутләқ контрол астиға елишни ишқа ашуруп болғандин кейин, үрүмчидә интирнет тор сүритини өрлитиши диққәт қозғайдикән. 

Шинхуа ториниң бу һәқтики хәвиридә көрситилишичә, уйғур районлуқ учур-алақә идариси 5G тор қурулушини уйғур елидики 16 вилайәт вә областтики асаслиқ шәһәрләргә кеңәйтидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.