Үрүмчи билән корла арисидики төмүр йол қатниши көпәйтилди

Мухбиримиз үмидвар
2015.10.18


Хитай қатнаш даирилири үрүмчи билән корла шәһәрлири арисида һәр күни үч қетим саяһәт тез пойиз қатниши йолға қоймақчи.

Хитай йеқинқи йиллардин буян уйғур елиниң җәнубиниң иқтисадини тез тәрәққи қилдуруш, хитай бойичә әң кәмбәғәл наһийиләр җайлашқан бу районларни гүлләндүрүш үчүн қатнашни қолайлаштуруш шоарини оттуриға қоюп, үрүмчи билән ички хитай, үрүмчи билән җәнубий районлардики шәһәр вә наһийиләр арисида төмүр йоли торини қуруш қәдимини тезләткән иди. “асия киндики гезити” вә башқа уйғур торлириниң хәвәр қилишичә,

Үрүмчи шәһири билән корла арисида 21 - өктәбир күнидин башлинидиған һәр күни үч нөвәтлик тез пойиз қатнишиниң баһасиму анчә юқири әмәс болуп, техиму көп адәмниң корла даирисигә саяһәткә берип келишигә қолай шараит яритилидикән.

Үрүмчи шәһәр төмүр йол даирилири үрүмчи - корла арисида күндә үч қетим тез пойиз қатнишини йолға қойсиму, әмма беләт баһасини өстүрмигәнлики вә йолучиларға көп етибар беридиғанлиқини билдүргән. Илгири мәзкур икки шәһәр арисида пәқәт адәттики пойиз қатниши бар иди.

Анализчиларниң ейтишичә, бәлки даириләр кәлгүсидә қәшқәр, ақсу қатарлиқ шәһәрләр билән үрүмчи башқа шәһәрләр арисидиму тез пойиз қатнишини күчәйтиши вә шу арқилиқ техиму көп хитай көчмәнлириниң ичкири өлкиләрдин уйғурлар һазир 70% артуқ болуватқан тәңри тағлириниң җәнубиға келип орунлишиши вә нәтиҗидә, нопус тәңпуңлуқ әһвалида тез өзгириш йүз бериши мумкинликини пәрәз қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.