Америка хәзинә ишлири министири җәнет йеллин хитайни русийәгә йеқинлиқиниң ақивити һәққидә агаһландурған
Америка дөләтлик хәзинә ишлири министири җәнет йеллин (Janet Yellen) вашингондики нопузлуқ истратегийә тәтқиқат мәркәзлиридин болған “атлантик мәркизи” дә қилған сөзидә хитайни украина мәсилисидики позитсийәси сәвәбидин агаһландурған.
У мундақ дегән:“ хитай һазир зөрүр болғанда игилик һоқуқ вә земин пүтүнлүки принсиплириға һөрмәт қилмай туруп, кәлгүсидә дуня җамаитидин бундақ принсипларға һөрмәт қилишини күтсә болмайду”.
Йеллин ханим йәнә хитайниң президент виладимир путинниң украинаға таҗавуз қилишиға қандақ муамилә қилидиғанлиқиға қарап туруп бәлгилик иқтисадий ақивәтләргә дучар болуши мумкинликини билдүргән.
У сөзидә ;“ бундин кейин иқтисадий мәсилиләрни дөләт мәнпәәти қатарлиқ техиму кәң даирилик мәсилиләрдин айрип қараш мумкин болмайду. Бизниң русийәгә қарита қәтий тәдбир қоллиништин ибарәт ирадимиз дуняниң хитайға тутидиған позитсийәси вә иқтисадниң техиму бир гәвдилишишни илгири сүрүшигә тәсир көрситиши мумкин” дегән.
Хәзинә ишлири министири җәнет йеллин ханим сөзидә йәнә тәминләш зәнҗирлирини көп хиллаштуруш, йәни хитайғила бағлинип қалмаслиқ мәсилисиниму алаһидә тәкитлигән вә “биз һәрқандақ бир дөләтниң асаслиқ хам әшя, техника яки мәһсулатлардики базар орнини ишлитип туруп иқтисадимизни қалаймиқанлаштурушиға яки уни җуғрапийәлик сиясий әвзәллик козири қилип қоллинишиға қарап туралмаймиз” дәп әскәрткән.
Йеллин ханим атлантик мәркизидә қилған сөзидә әгәр хитай русийәниң өзигә қаритилған җаза тәдбирлиридин өтүвелишиға һәрқандақ усулда ярдәм қилса америка вә униң иттипақдашлириниң ғәзипигә учрайдиғанлиқиниму қайта тәкитлигән. У һәм ши җинпиң рәһбәрликидики хитайниң һазир мәвҗут хәлқара тәртипни бузушқа һәрикәт қиливатқанлиқиниму муәййәнләштүрүп “хәлқара тәртипниң кәлгүси хәтәр астида” дегән.