Уйғур өсмүрләргә сүт арқилиқ компартийә идеологийиси сиңдүрүлмәктә

Мухбиримиз әзиз
2018.04.23

Уйғур дияридики өсмүрләргә сүт арқилиқ компартийәни сөйүш тәрбийиси бериливатқанлиқи бүгүн хитай һөкүмәт ахбаратида йәр алди һәмдә тегишлик ғулғулиға сәвәб болди.

Хитай һөкүмәт таратқулиридин “йәр шари вақти гезити” ниң 22-апрелдики хәвиридә ейтилишичә, уйғур диярда оқуш йешидики 240 миң өсмүр “һәқсиз сүт” билән тәминләнгән. Мәзкур хәвәрдә дейилишичә, бу өсмүрләр бу “сүтләрдин һузур елиш билән биргә сүт қепиға йезилған партийәни мәдһийиләш һәққидики нахшиларни ейтқан.”

Мәлум болушичә, бу түр үрүмчи шәһиридики алақидар һөкүмәт тармақлири 15-апрелдин башлап иҗра қилишқа киришкән “алтә яштин төвән өсмүрләргә һәр күни бир қап сүт тарқитиш” паалийитиниң асасий мәзмуни икән. Мәзкур сүт қепиниң арқа йүзигә “партийә мениң анам” намлиқ текист музика нотиси билән бесилған болуп, “сөйүмлүк вә улуғ партийә анам маңа ақ сүт берип бақмақта. Мени инқилаб йолиға башлимақта,” дегән мәзмунлар асасий орунни игиләйдикән. Бу шеирлар 1980-йиллири йезилған болуп, хитайда аллиқачан кишиләр унтуп кәткән шеирлар икән.

Муһаҗирәттики алақидар паалийәтчиләр бу һәқтә инкас қайтуруп, “хитай һөкүмити уйғур өсмүрләргә сүт бериш намида сәбийләргә ‛қизил тәрбийә тәшвиқати‚ ни сиңдүрмәкчи болған. Бу шәкли өзгәргән алдамчилиқтин башқа нәрсә әмәс,” дегәнләрни илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.