Хитай уйғур районида аманлиқ қоғдаш ишлириға азадлиқ армийәни ишқа салған

Мухбиримиз әркин
2017.03.03

Хитай һөкүмити уйғур районида аманлиқ қоғдашқа азадлиқ армийәни қатнаштурған. Тәйвән мәркизи агентлиқиниң хәвәр қилишичә, җүмә күни 5000 кишилик қораллиқ азадлиқ армийә қисимлири қәшқәр, хотән, ақсу, қизилсу таш йолини қоғдашқа селинған.

Даириләр йәнә, от өчүрүш әтрәтлиригә қорал-ярақ сәпләп бәргән. Хәвәрдә, қәшқәр қатарлиқ 4 райондики 300 дәк өт өчүрүш хадиминиң қоралландурулғанлиқини билдүргән.

Хәвәрдә қәйт қилишичә, йол еғизлиридики тәкшүрүш понкитини қораллиқ сақчилар қоғдап, аптомобилларни шулар тәкшүрмәктикән. Сиртқи линийәни қоғдашни болса азадлиқ армийә үстигә алған.

Бу тәдбирләр җүмә күни хитайниң мәмликәтлик сиясий кеңиши вә хәлқ қурултийи йиғини башланған мәзгилдә йолға қоюлди. Хитай һөкүмити 1989‏-йили тйәнәнмен һәрикити, 1990‏-йили “барин вәқәси”ни бастурушта азадлиқ армийини ишқа салған болсиму, бирақ шуниңдин бери, униң ички аманлиқни қоғдашқа азадлиқ армийәни сәпәрвәр қилиши көрүлүп бақмиған. У, 2009‏-йили “5‏-июл вәқәси”ни бастурғанда қораллиқ сақчи, алаһидә сақчи әтрити вә башқа аманлиқ күчлирини қолланған иди.

Бирақ бу қетим, униң азадлиқ армийә қисимлирини сәпәрвәр қилиши диққәт қозғиди. Хитай ахбарат васитилириниң қәйт қилишичә, даириләр өткән дүшәнбә күни хитай қораллиқ сақчи қисимлириниң тәңритағ районида өткүзгән террорлуққа қарши маневириға азадлиқ армийә қисимлирини қатнаштурған. Хитай “йәр шари вақти гезити”ниң хәвиридә, маневирға хитай һава армийәси вә һәрбий штати намәлум бир қисимниң қатнашқанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.