Зимистан: “уйғур аяллири җазалиниватиду, аяллар һоқуқини қоғдиғучилар уларни қолламду?”

Мухбиримиз әркин
2020.06.12

12-Май күни италийәдики “зимистан” намлиқ диний әркинлик торида елан қилинған бир мақалидә уйғур аяллириниң җазалиниватқанлиқи, лекин дунядики фәминист йәни аяллар һоқуқи һәрикәтләриниң бу трагедийәгә сүкүт қиливатқанлиқи тәнқид қилинди. Мақалидә, “уйғур аяллириниң басқунчилиққа учраватқанлиқи, хитайлар билән той қилишқа мәҗбурлиниватқанлиқи, тутқун қилинип қорқунчлуқ тәрбийәләш лагерлириға қамалғанлиқи вә өлтүрүлгәнлики” әскәртилип, лекин буни “ғәрбтики аяллар һоқуқини қоғдиғучилар (фәминистләр) немишқа көрмәскә салиду?” дәп соал қоюлған.

“уйғур аяллири җазалиниватиду, фәминистләр уларни қолламду?” мавзулуқ мақалини америкадики “уйғур һәрикити тәшкилати” ниң рәһбири, уйғур паалийәтчи рошән аббас қәләмгә алған. У, хитайниң уйғур аяллирини хитайлар той қилишқа мәҗбурлап, уларниң нәслини өзгәртишкә киришкәнликини агаһландуруп: “буни һөкүмәтниң қоллишида пүткүл аял җинсиға коллектип басқунчилиқ қилип, уларни уйғур қан системисидин йирақлаштурушни мәқсәт қилған, дәп чүшинистин башқа амал йоқ. Уйғур аяллири әмди уйғур балилирини туғуп берәлмәйду. Әмди йеңи әвлад уйғурлар туғулмайду. Хитайниң системилиқ ирқий қирғинчилиқи аптоматик төмүрйол релисиға бағлап қоюлди” дегән.

Униң тәкитлишичә, хитай һөкүмити уйғур аяллирини қуллуққа тутқан бир мәзгилдә дуняниң һәр қайси җайлиридики аяллар һәқиқий мәнидә вә қурбан берәләйдиған шәкилдә бирлишип, уйғур аяллириниң тегишлик иззәт-һөрмәткә сазавәр болуши үчүн атлиниши керәк икән. У мақалисиниң ахирида йәнә мундақ дегән: “б д т сетивелинди. Әркин дуняниң рәһбәрлири сүкүт қилмақта. Холливуд хитайниң пули билән меңишни таллиди. Улар өзиниң роһини саталисиму, лекин аялларниң роһи бәк күчлүк. Ахирида һәқиқәт ғәлибә қилиду”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.