“оттава пуқралири” гезити: “авазини чиқиралмайдиған уйғур балилири үчүн сөзлишимиз керәк”
2022.01.24
Канадаики оттава университети аммиви вә хәлқара мәсилиләр иниститутиниң алий дәриҗилик тәтқиқатчиси маргарет миккуяйиг җонстон “оттава пуқралири” гезитидә мақалә елан қилип, канадалиқларни хитайниң “йитимлар йәслилири” вә “ятақлиқ мәктәплири” дики уйғур балилири үчүн сөзләшкә чақирған. Униң көрситишичә, канадалиқларға нисбәтән йәр шариниң у тәрипидики уйғурлар учраватқан қийинчилиқни һәл қилиш мумкиндәк көрүнмисиму, бирақ “канадалиқлар вә канада һөкүмити уйғурлар һәм уйғур балилириниң начар вәзийитини көпчиликниң нәзәридә тутуп туруши” …, “чоқум авазини йәткүзәлмәйдиған уйғур балилири үчүн сөзлиши керәк” икән.
Маргарет миккуяйиг җонстон “хитайда уйғур балилириға болуватқан ишлар пәшкәшлик” мавзулиқ мақалисидә, қачан уйғурларниң тәқдири тилға елинса, бейҗиңниң канададики ятақлиқ мәктәпләр мәсилисини тилға алидиғанлиқини әскәртип: “бирақ биз дәл йәрлик хәлқләргә қилинған адаләтсизликни билгәнликимиз үчүн, биз һазир хитайда болуватқан ишлардин чөчүп кәттиқ,” дегән.
У нөвәттә дунядики көпчилик кишиләр уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учриғанлиқини аңлиған болсиму, бирақ буниң балиларға болған тәсири тоғрисида билингәнләрниң интайин аз икәнлики, бу мәзкур кризисниң әң қорқунучлуқ тәрәплириниң бири икәнликини билдүргән.
Маргарет миккуяйиг җонстонниң истатистикилиқ мәлуматлардин нәқил кәлтүрүшичә, хитай һөкүмити 2017-йилдин башлап уйғур елида йеңи ятақлиқ мәктәпләрни селип, 2019-йилниң ахирлириға қәдәр 880 миң балини бу “мәктәпләр” гә орунлаштурған икән. У, шүбһисизки, һазир бу санниң бир милйондин ешип кәткәнликини, чүнки мөлчәрләргә қариғанда, уйғур толуқсиз оттура мәктипидики балиларниң көпинчисиниң бу балилар тәрбийәләш лагерида икәнликини билдүргән. Униң ейтишичә, бу балилар ғайәт зор психологийәлик зиянға учраватқан болуп, бу мәктәпләрдики назарәт техникиси, миңә ююш тәрбийәси уларда қорқунч вә йошурун зеһни қалаймиқанчилиқ пәйда қилидикән.