Уйғур елидин хитай өлкилиригә тошулған көмүр миқдари өрләп маңмақта

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.09.05

Хитай башқурушидики “тәңритағ тори” ниң хәвиридин қариғанда, 2024-йили 8-айниң 31-күнигә қәдәр уйғур елидин тошуп кетилгән көмүр миқдари 14 милйон тоннидин ешип, бултурқи охшаш мәзгилдикидин 71.3 Пирсәнт көпәйгән.

Хәвәрдин қариғанда, хитайниң “дөләтлик енергийә гуруһи шинҗаң енергийә вә химийә санаити чәклик ширкити” бу җәһәттә “шинҗаң көмүр тиранспорти” ниң топлаштурулған тәминләш әвзәлликидин пайдилинип, көмүр експорт базирини давамлиқ кеңәйтишни пиланлиған. Даириләр йәнә хитай төмүр йол идарисиниң үрүмчи тармақ идариси билән һәмкарлишип уйғур елиниң көмүрини ичкири хитай өлкилиригә йөткәйдиған мәхсус “шинҗаң көмүр тиранспорт линийәси” ни ачқан.

Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин буян уйғур елиниң байлиқлирини ечиш вә йөткәш хизмәтлирини тезләштүрүватқан болуп, түрлүк васитиләр арқилиқ кона вә йеңи енергийә байлиқлирини ғайәт зор көләмдә қезишни тезлитиватқанлиқи мәлум.

Хитай һөкүмәт таратқулириниң хәвиригә қариғанда, һазирға қәдәр уйғур елиниң көмүри хитай миқясидики 14 өлкә, аптоном район вә шәһәрни қамдаватқан болуп, пәқәт 2024-йили 1-айдин 8-айғичә болған арилиқтила көмүр ишләпчиқириш омумий миқдари 60 милйон тоннидин ешип кәткән. Бу көмүрниң қанчилики уйғур елидә көйдүрүлүп “пакиз енергийә” гә айландурулғандин кейин хитай өлкилиригә тошуп кетилгәнлики һазирғичә намәлум.

Уйғур елиниң йәр асти байлиқлири нәччә он йиллардин буян мушу тәриқидә “ғәрбниң газини шәрққә йөткәш”, “ғәрбниң токини шәрққә йөткәш” намида хитай өлкилиригә тошулуватқан болғачқа уйғур ели изчил түрдә “хитайниң әң чоң енергийә амбири” дәп қаралмақта. Шу сәвәбтинму уйғур қирғинчилиқиниң сәвәблиридин бири дәл мушу байлиқ болуватқанлиқи йеқинқи мәзгилләрдә оттуриға чиқишқа башлиғанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.