Тафтес университети оқуғучилири уйғурларни һемайә қилди

Мухбиримиз әзиз
2021.03.04

Уйғурлар дуч келиватқан бастуруш вә түрлүк зулумлар нөвәттә барғансери көп саһәниң һесдашлиқи вә қоллишиға игә болмақта. Америка җамаитигә бәкму тонушлуқ болған тафтес университети оқуғучилириниң уйғурлар һәққидики чақириқлирини буниң йәнә бир мисали дейиш мумкин.

2-Март күни мәзкур университетниң гезитидә елан қилинған баш мақалидә америка һөкүмитиниң җиддий тәдбир елип хитай һөкүмити иҗра қиливатқан нөвәттики уйғурларни бастуруш һәркитигә хатимә бериш тәләп қилинди.

Мақалидә уйғурлар вә хитай һөкүмитиниң өткән мәзгилләрдики уйғурларни бастуруш һәркити һәққидә чүшәнчә бериш билән биргә милләтчиликни ядро қилған йетәкчи идийәдики хитай компартийәсиниң нөвәттә өзлиридин пәрқлиқ болған уйғур миллитини пүтүнләй йоқ қилишқа алдираватқанлиқи, шу сәвәбтин дуня демократийәсиниң байрақдари болған америка һөкүмитиниң бу хил қәбиһ зулумларни тохтитиш мәҗбурийити барлиқи алаһидә тәкитләнгән. Болупму америка һөкүмитиниң әйни вақитта “терорлуққа қарши уруш” ниң еһтияҗи үчүн хитай билән һәмкарлишиши хитайниң ‍уйғурларни бастурушиға кәң баһанә болуп бәргәнлики әскәртилип: “байден һөкүмити әмди бу хилдики һаләтни өзгәртиши лазим” дәп көрситилгән. Ахирида хитай һөкүмитиниң қиливатқанлириниң ялғуз уйғурлар биләнла чәкләнмәйдиғанлиқи, нөвәттә уларниң бу хил явузлуқи вә тәһдитлириниң ташқий дуняға кеңийиватқанлиқиму әсләп өтүлгән.

Мәлум болушичә, масачусетс шитатидики тафтес университети америкадики әң даңлиқ хусусий алий мәктәпләрниң бири болуп сиясиәт, иқтисад вә сәнәт саһәсидә дуняға даңлиқ көплигән кишиләрни йетиштүргән икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.