Доктор ерик шлусселниң уйғурлар һәққидики китаби “җон фәйирбанкс мукапати” ға еришкән

Мухбиримиз әркин
2021.10.18

Америкадики җорҗи вашингтон униеверситети тарих пәнлири кәспиниң ярдәмчи профессори, уйғуршунас ерик шилусселниң 2020-йили нәшр қилинған “ятларниң земини: чиң сулалисиниң оттура асиясидики мәдәнийләштүрүш қурулуши” намлиқ әсири америка тарих җәмийитиниң 2021-йиллиқ “җон фәйирбанкс мукапати” ға еришкән.

1968-Йили харвард университетиниң атақлиқ тарих пәнлири профессори, америка тарих җәмийитиниң президенти җон фәйирбанксниң намиға тәсис қилинған бу мукапат хитай, вейтнам, хитай контроллиқидики оттура асия, моңғолийә, манҗурийә, корийә вә японийәниң 1800-йилдин кейинки тарихиға ‍аит надир әсәрләргә берилип кәлгән. Ерик шилусселниң колумбийә университети нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған бу китабида, хитайниң уйғурларни хитайлаштуруш һәрикитиниң 19-әсирдила башланғанлиқини көрситип бәргән.

У бу китабида 19-әсирниң ахирилирида бир учум хитай сәрхиллириниң мусулманлар көп санлиқтики бу районни контрол қилип, уни өзлириниң көңлидикидәк куңзи тәлиматлириға мувапиқлаштуруп өзгәртишкә киришкәнлики, уларниң мусулманларни куңзичи қилип өзгәртиштики бу тиришчанлиқиниң охшимиған дин вә охшимиған тилдики бу кишиләр оттурисида қандақ иҗтимаий мунасивәт шәкилләндүргәнликини шәрһийлигән.

Ерик шилусселниң ейтишичә, бу мәдәнийәт қурулушниң инженерлири мәқсәт қилған ассимилиятсийә нишанини әмәлгә ашурушниң орниға, бу хәлқләрниң техиму йирақлишишини кәлтүрүп чиқарған. Чүнки бу қурулуш охшаш бир вақитта баравәрсизлик вә зораванлиқниң техиму күчийишигә түрткә болған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.