Хитай һөкүмити уйғур елида “уйғур классик әдәбияти вә муқам җәмийти” қатарлиқ 160 иҗтимаий тәшкилатни бикар қилған
Уйғур аптоном районлуқ хәлқ ишлири назарити 22-феврал уқтуруш елан қилип, “уйғур классик әдәбияти вә муқам җәмийити” вә уйғур кәспий мәктәплирини өз ичигә алған район характерлиқ 160 иҗтимаий тәшкилатни бикар қилинғанлиқини елан қилған. Хәлқ ишлар назаритиниң уқтурушида көрситишичә, йоқириқи 160 иҗтимаий тәшкилатниң тизимлаш гуваһнамиси вә тамғиси бу уқтуруш елан қилинған күндин башлап әткәс қилинған.
Хитай һөкүмитиниң бу уқтуруши районда уйғур тили вә мәдәнийити чәклинип, бу саһәдики нурғун сәрхилләр тутқун қилинған яки из-дерәксиз ғайип болған, бу саһәдики уйғурларға аит болған нурғун мәктәп, ширкәт, иҗтимаий қурулушлар пүтүнләй тақалған яки паләч һалға чүшүрүп қоюлған бир вақитта елан қилинған. Хитай һөкүмити 2017-йилдин башлап “шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқландуруш қурулуши” намлиқ һәрикәт қозғап, “милләтләрни өзара қошуветиш” уйғур мәдәнийитини омумиййүзлүк хитайлаштурушқа киришкән иди.
“биңтуән гезити” ниң ашкарилишичә, уйғур аптоном районлуқ хәлқ ишлири назарити тәрипидин бикар қилинған бу 160 иҗтимаий тәшкилат мираҗ кәспий мәктипи, шинҗаң “интил” кәспий техника мәктипи, “уйғур аптоном районлуқ уйғур килассик әдәбияти тәтқиқат җәмийити”, шинҗаң “атлан” кәспий техника тәрбийәләш мәктипи, шиҗаң “ақяр” кәспий техника тәрбийәләш мәктипи, шинҗаң сәрви кәспий техника тәрбийәләш мәктипи, долан деһқан рәссамлар акадимийәси, қарақурум миллий нахша-уссул сәнити алмаштуруш мәркизи қатарлиқларни өз ичигә алған икән. Хитай һөкүмити 2017-йили башланған чоң тутқунда ширкәт, мәктәп вә кәспий җәмийәтләрни қурған нурғун уйғур сәрхиллирини тутқун қилип, узун йиллиқ қамақ җазалириға һөкүм қилған иди.