Тимусий грус дуняни уйғур мәдәнийитини қоғдап қелиш үчүн һәрикәткә өтүшкә чақирди

Мухбиримиз ирадә
2018.11.14

Хитай һөкүмити уйғур елидә йолға қойған лагер түзүмигә қарши дәрһал тәдбир елиш һәққидики чақириқлар күнсайин күчәймәктә.

13-Ноябир күни, америка индиана университетиниң дотсенти, хитайниң милләтләр сиясити вә уйғурлар һәққидә тәтқиқат билән шуғуллинип келиватқан доктор тимусий грос “муһапизәтчи” гезитидә мақалә елан қилип, хитайниң лагер түзүмигә қарита тәдбирсиз қарап турушқа болмайдиғанлиқини әскәртти.

У мақалисидә, уйғур елидики 12 милйон киши һазир өз юртида тутқунлардәк һалға чүшүрүлгән вә аз дегәндә бир милйон киши лагерда йетиватқан бир шараитта, б д т дики кишилик һоқуқ йиғинлирида бу мәсилә оттуриға қоюлған, америка дөләт мәҗлис әзалиридин марко рубийо вә киристофер симислар бу һәқтә бәзи тиришчанлиқларни көрсәткән болсиму, бирақ дуняниң зор қисминиң йәнила сүкүттә туруватқанлиқини тәнқид қилған.

У мақалисидә төвәндикиләрни баян қилған: “уйғурлар өз мәдәнийити вә бир милләтниң давамлишишиниң капалити болған кейинки әвладқа қарита қилинған еғир бузғунчилиқни әслигә кәлтүрәлиши үчүн вақитқа еһтияҗлиқ. Улар үчүн вақит қистап келиватиду. Худди һазир тутқундики даңлиқ уйғур язғучи абдуқадир җалалидин ‛қум басқан шәһәр‚ намлиқ әсәргә язған баһасида, ‛әгәр мән өз җәһәннимимни яратқан болсам, униң ялқунлири қанчилик қорқунчлуқ болушидин қәтийнәзәр мән уни җәннәт дәп атаймән. Чүнки, башқилар тәрипидин қурулған бир җәннәт мениң дәрәхлиримни қурутуветиду‚ дегән иди. Уйғурлар һазир дәл мушундақ тәсвирләнгинидәк башқилар тәрипидин бәрпа қилинған бир җәһәннәмдә яшаватиду вә бу биз һәрикәткә өтмигичә мушундақ давамлишиду”

Тимусий грус мақалисидә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики бу һәрикитини “радикаллиқ, террорлуқ, ашқунлуқ” дегәнләрни сәвәб қилип көрсәткән билән әмәлийәттә лагерға елинғанларниң адәттики пуқралар икәнликини, уларниң “әссаламуәләйкум” дәп саламлишишқа охшаш уйғурға күндилик өрп-адәтлири үчүнму қамаққа елинғанлиқини, улар арисида раһилә давут, ташполат тейип, қурбан мамут қатарлиқ даңлиқ зиялийлар вә ерфан һезимдәк путболчилар барлиқини әскәрткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.