Җосеп боррел хитайниң уйғурларға қиливатқан муамилисидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини билдүргән

Мухбиримиз ирадә
2021.02.09

Явропа иттипақи ташқи ишлар министири җосеп боррел хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқан муамилисидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини билдүргән.

“явропа иттипақи көзәткүчиси” ториниң хәвәр қилишичә, 8-феврал дүшәнбә күни, явропа иттипақи ташқи ишлар министири җосеп боррел хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән өткүзгән син йиғинида хитайниң өз ичидики аз санлиқ милләт вә диний аз санлиқларға қиливатқан муамилиси болупму униң уйғур елидики сиясәтлиридин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини ейтқан.

Хитай ташқи ишлар министири ваң йи болса буларни “ялған учур” дәп инкар қилған. Хәвәрдә бу һәқтә мунулар дейилгән:

“хитай ташқи ишлар министири ваң йи шинҗаңда йолға қоюлуватқан кәң көләмлик мәҗбурий әмгәк вә басқунчилиқ вәқәлири тоғрисидики ишәнчлик мәлуматлар алдидиму, хитайниң шинҗаңдики уйғурларға қиливатқан муамилиси һәққидә ялған учурлар мәвҗут, дәп ағринди”

Мәлум болушичә, шу күндики син йиғинида явропа иттипақи ташқи ишлар министири җосеп боррел йәнә, америка-хитай арисидики сода вә һәрбий җәһәттики җиддийчиликләрни ишарәт қилип туруп, явропа иттипақиниң америка билән үзүлмәс күчлүк мунасивити барлиқиниму тәкитләп өткәникән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.