Уйғур яшлири хәлқара ахбаратларға уйғур сәрхиллириниң қисмәтлирини паал аңлатмақта

Мухбиримиз әзиз
2019.03.19

Уйғурлар дияридики лагерларға қамалған уйғур сәрхиллири көпләп мәлум болуш билән биргә, бу һал лагерларниң қурулушидики ахирқи муддиаларниму ашкара қиливатқанлиқи мәлум.

Әнә шу хилдики сәрхилләрниң муһаҗирәттики пәрзәнтлири мәвҗут шараиттин пайдилинип, уйғур җәмийити дуч келиватқан омумий қисмәтни “шәхсий һекайә” шәклидә техиму җанлиқ аңлатмақта.

Уйғурлар дияридики тонулған вә көпниң һөрмитигә еришкән пешқәдәм журналист, “шинҗаң мәдәнийити” журнилиниң узун йиллиқ сабиқ мәсул муһәррири қурбан мамут әнә шу хилдики сәрхил зиялийларниң бири. Буниңдин бирәр йилчә илгири қурбан мамутниң лагерға елип кетилгәнлики мәлум болғандин буян, бу һал хитай һөкүмитиниң уйғур сәрхиллирини һуҗум нишани қиливатқанлиқиниң әң типик мисали қатарида тилға елинип кәлмәктә. Қурбан мамутниң америкадики оғли бәһрам синташ қурбан имзасида “вашингтон почтиси” гезитиниң 18-март санида елан қилинған мәхсус мақалида қурбан мамутниң кимлики вә униң уйғур мәдәнийитини қоғдаш һәмдә уни кейинки әвладларға йәткүзүп бериштә қандақ тиришчанлиқларни көрсәткәнлики, хитай һөкүмитиниң мушундақ бир мунәввәр мәдәнийәт хизмәтчисини лагерға қамивелишиниң маһийәттә уларниң уйғур мәдәнийитини вәйран қиливетишни көзләватқанлиқиниң бир ипадиси икәнлики чүшинишлик рәвиштә баян қилиниду.

Болупму қурбан мамутниң “мәдәнийәт зор инқилаби” мәзгилидики яшлиқ дәвридә “сиясий” сәвәбтин бир қетим еғир җисманий қийнақ вә қамақни баштин кәчүргәнликини, “бундақ күнләр әмди қайта кәлмәс илаһим” дәп үмид билән яшиған бу мөтивәрниң йеши 70 кә маңғанда йәнә бир қетим охшаш сәвәб билән хитай һөкүмитиниң қамақханисиға мәһкум қилинғанлиқини баян қилиш арқилиқ хитай һөкүмитиниң өзгәрмәс маһийитини йәнә бир қетим көрситип бериду.

Лагердики уйғур сәрхиллиридин әлниң һөрмитигә муйәссәр болған күлдүргә чолпини адил миҗитниң күйоғли арслан һедайәтму бу җәһәттә ғәрб дунясидики һәрқайси ахбарат васитилиригә адил меҗитниң кимлики вә униң һазирқи әһвалини аңлитишта үлгилик рол ойнап келиватқан яшларниң бири. Униң австралийәдики даңлиқ ахбарат васитилириниң бири болған CBC агентлиқи билән өткүзгән сөһбити асасида тәйярланған 18-марттики хәвәр мақалисидиму әлгә тонулған, йәнә келип хитай һөкүмитиниң һечқандақ қанун-бәлгилимилиригә хилаплиқ қилип бақмиған бир комедийә артисиниң тутқун қилинғанлиқи алға сүрүлүватқанлиқи, өзлириниң униң һазир нәдилики, һәтта өлүк-тирик икәнликидинму хәвәрсиз икәнликини баян қилиш арқилиқ хитай һөкүмитиниң уйғур мәдәнийәт-сәнитини һуҗум нишани қиливатқанлиқи йорутуп берилиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.