Уйғур сәбилири хәлқараниң күчлүк һесдашлиқиға еришмәктә

Мухбиримиз әзиз
2019.09.17

Америкадики “кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” ата-аниси лагерларға қамалған уйғур сәбийлириниң җудалиқ һәсрити һәққидики доклатни елан қилғандин кейин америкадики әң чоң журналлардин болған “дәвр” журнилиму 16-сентәбир күни бу һәқтә обзор елан қилди.

Обзорда нөвәттә милйонлиған уйғурниң лагерларға қамилишиға әгишип, ғайәт зор сандики уйғур өсмүрләрниң дарилетам яки ятақлиқ мәктәп намидики муәссәсиләргә бәнд қилинғанлиқи, балиларни мушундақ җайларға йиғивелишқа кимниң рухсәт бәргәнлики яки уларни өйлиригә қайтурушқа қайси орунниң игә болидиғанлиқи һәққидә һечқандақ кишиниң җаваб берәлмәйдиғанлиқи алаһидә ейтилиду.

Обзорда бу хилдики өсмүрләрниң аталмиш ятақлиқ мәктәпләрдики һаяти “балиларниң әң әқәллий һәқлири вә мәдәнийәт мираслириға варислиқ қилиш һәқлириниң тартивелиниши бәдилигә давам қилмақта” дәп көрситилиду. Шуниңдәк америка ташқи ишлар министири майк помпейониң “хитайниң уйғурларға қиливатқанлиқи 21-әсирниң йүзигә чүшкән дағ” дегән сөзини нәқил кәлтүриду.

Мәлум болушичә, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң уйғур сәбийлири һәққидики доклатини инглизчә вә уйғурчә тилда тәңла елан қилиши бу саһәдики бир йеңилиқ, дәп қаралмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.