Майк помпео: “хитайниң уйғурларға йүргүзүватқини дәһшәтлик хорлаш”

Мухбиримиз сада
2018.09.21

Америка ташқи ишлар министири майк помпео 21-сентәбир, йәни җүмә күни чүштин кейин америка пайтәхти вашингтонда өткүзүлгән 13-нөвәтлик йиллиқ сайлиғучилар учришишида нутуқ сөзләп, хитайниң милйонларчә уйғурға елип бериватқан “дәһшәтлик хорлиши” ни қаттиқ әйиблиди.

Фирансийә агентлиқи тарқатқан бу нутуқта майк помпео мундақ деди: “хитай тәрипидин халиғанчә тутулуп, аталмиш ‛қайта тәрбийәләп өзгәртиш лагерлири‚ ға қамалған йүз миңлиған, бәлки милйонларчә уйғур еғир дәриҗидики сиясий меңә ююш һәрикити вә башқа дәһшәтлик хорлашларни баштин кәчүргән.”

Өткән айда бир қисим америка дөләт мәҗлиси әзалири майк помпео билән америка малийә министирликиниң министири стевен мнучинға хәт йезип, уйғур дияридики бастуруш һәрикитидә көзгә көрүнәрлик болған хитай әмәлдарлириға җаза қоллинишни тәләп қилған иди.

Майк помпео нутқида хитайдики христиан муртлириниңму бастуруш һәрикитидики асаслиқ нишан болуп кәлгәнликини, хитай һөкүмитиниң черкавларни чеқиш, инҗилларни көйдүрүш вә имзалиқ қәғәзләрни топлаш усуллирини қоллинип, уларни динидин ваз кечишкә зорлап кәлгәнликини тилға алған.

Мәлум болушичә, бейҗиң даирилири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң вә бир қисим кишилик һоқуқ органлириниң уйғур диярида милйонларчә уйғурниң җаза лагерлирида тутуп турулуватқанлиқиға қарита тәнқидлирини рәт қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.