“иқтисадшунас” журнилида хитайниң чәтәлләрдики әркин авазларни җимиқтуруш һәрикити тонуштурулди

Мухбиримиз ирадә
2019.10.24

Әнгилийәдә чиқидиған нопузлуқ журналлардин “иқтисадшунас” (Economist) журнилида хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики уйғурларни бесим астиға елиш һәрикити һәққидә тәпсилий мақалә елан қилинди.

Мәзкур мақалидә асаслиқи әркин асия радийоси уйғур бөлүми мухбирлириниң хизмити сәвәблик төлигән бәдәллири, уларниң юртлиридики уруқ-туғқанлириниң тәһдит вә тутқун қилинишқа учраштәк әһваллири тонуштурулған. Мақалидә йәнә хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан бастуруш сиясәтлириниң ашкарилинип кетишиниң алдини елиш үчүн паал һәрикәт қиливатқанлиқи йорутулған.

Мақалидә әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң уйғур елидә йүз бериватқан зулумларни дуняға ашкарилашта зор рол ойниғанлиқи, болупму уларниң уйғур елидики “қайта тәрбийә” намидики йиғивелиш лагерлирини тунҗи болуп дуняға ашкарилиғанлиқи алаһидә тилға елинған.

Мақалидә хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан бесим сияситини чәтәлләрдики уйғурларғичә кеңәйтип, уларниму охшашла бесим астиға елишқа урунуватқанлиқи паш қилинған. Бу вәқәниң америка қатарлиқ ғәрб дөләтлири һөкүмәтлириниң вә һәрқайси ғәрб ахбаратларниң күчлүк диққәт нуқтисиға айлиниватқанлиқи нуқтилиқ баян қилинған.

Әнглийәниң “муһапизәтчи” гезитиму йеқинда елан қилған бир хәвиридә хитай һөкүмитиниң германийә қатарлиқ явропа әллиридә актип паалийәт қиливатқан уйғурларни юртидики уруқ-туғқанлирини козир қилип җимиқтурушқа, уларни сиясий паалийәтлирини тохтитишқа һәрикәт қиливатқанлиқини ашкарилиған.

Германийә парламент әзаси маргаритта бавзе ханим бу мәсилә һәққидә юқириқи гезиткә қилған сөзидә “хитайниң германийә пуқралириға тәсир көрсәтмәкчи болуши, уларни түрлүк усуллар билән қорқутуши һәргизму нормаллаштурулмаслиқи керәк,” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.