Әнгилийәлик бир йәһудий дохтур хитайниң лондондики әлчиханисиға уйғурлар һәққидә наразилиқ хети тапшурған

Мухбиримиз әркин
2019.10.30

Әнглийәдә пенсийәгә чиққан бир чоңлар кесәлликлири дохтури хитайниң лондондики әлчиханисиға наразилиқ мәктупи тапшуруп, лагердики уйғурларни қоюп беришни тәләп қилған.

Мәлум болушичә, шелдон паул стон исимлик мәзкур йәһудий дохтуриниң бу қарарға келишигә “вашингтон почтиси”, исраелийәдики “хаарәтиз” гезитлиридә елан қилинған уйғурлар һәққидики мақалә, хәвәрләр түрткә болған.

Йеқинда “хаарәтиз” гезити уйғурлар һәққидә узун һәҗимлик бир хәвәр елан қилип, йиғивелиш лагерлирида уйғур аяллириниң хорлашқа, басқунчилиққа, туғмас қилишқа вә һамилисини чүшүрүшкә учраватқанлиқи, тутқунларниң ички әзалириниң елинғанлиқи, бу қирғинчилиқниң ирқий йоқитишни мәқсәт қилғанлиқини илгири сүргәниди.

Шелдон паул стонниң “исраилийә вақти гезити” дә елан қилинған мақалисидә тәкитлинишичә, униң бир мусулман қиз билән хитай әлчиханисиға тапшурған имзалиқ мәктупида “хитайдики җаза лагерлириға қамилип, қийин-қистақ, өлүм җазаси, тиббий синақ, мәҗбурий туғмас қилиш вә омумйүзлүк басқунчилиққа учрап, бир етник диний гуруһ сүпитидә вәйран қилинишқа учраватқан мусулман уйғурларниң қоюп берилишини сораймиз. Әгәр хитай мәдәний милләтләр топқа қетилишни истисә, башқа инсанларға һөрмәт қилиши яки өзлиригә һөрмәтсизлик қилмаслиқи керәк” дейилгән.

Униң “исраилийә вақти гезити” дики “һиҗап, шарпа вә йүттүрүп қойған уйғур намайиши” сәрләвһилик мақалисидә, уйғурлар дуч кәлгән тәқдирниң йәһудийларға тонушлуқ икәнлики, дәсләпки вақитта натсистларниң җаза лагерлириға даир хәвәрләргә һечким ишәнмигәнлики, дуняниң йәһудийларға ярдәм қилмиғанлиқи, һалбуки һазир дуня уйғурларниң әһвалиға ишәнсиму, бирақ йетәрлик ярдәм қилмайватқанлиқини, шуңа өзиниң өткән һәптә лондон довниң кочисидики әнгилийә баш министирлиқ мәһкимисиниң алдида өткүзүлидиған намайишқа қатнишишни қарар қилғанлиқини билдүргән. Лекин, шелдон паул стонниң билдүрүшичә, у довниң кочисида намайишчиларни учриталмиған. Шуниң билән бу йәрдә учришип қалған бир мусулман қиз билән хитай әлчиханисиға берип, наразилиқ мәктупи тапшурған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.