CNN: “хитай хадимлири немә үчүн шинҗаңдики уйғурларниң өйидә йетивелишқа амрақ”

Мухбиримиз әркин
2018.11.12

Хитай һөкүмити 2017‏-йилдин бери бир милйондин артуқ хитай кадири вә һөкүмәт хадимини “туғқан” болуш намида уйғур аилилиригә орунлаштуруп, уйғурларни өз аилисидә көзитишкә вә назарәт қилишқа башлиған.

Бу һадисә хәлқара таратқуларда зор ғулғула қозғиған иди. Йеқинда америка вашингтон университетиниң инсаншунаслиқ пәнлири лектори, уйғуршунас дәрин байлер CNN торида “хитай хадимлири немә үчүн шинҗаңдики уйғурларниң өйидә йетивелишқа амрақ?” сәрләвһилик мақалә елан қилип, хитайниң бу сияситини анализ қилған.

Дәрин байлерниң илгири сүрүшичә, бу “туғқанлар” уйғур хәлқиниң диний-етиқади, тили, аилә қурулмиси, йемәк-ичмәк мәдәнийитиниң әң түп һалқисиға бузғунчилиқ қилиш арқилиқ уларни ассимилятсийә қилиш пиланиниң бир қисми икән.

Дәрин байлер илгири уйғур районини нурғун қетим зиярәт қилған уйғуршунасларниң бири. У мәзкур районни ахирқи қетим бу йил 4‏-айда зиярәт қилған. Униң илгири сүрүшичә, бу һөкүмәт хадимлириниң уйғур аилилиридә асаслиқ икки вәзиписи бар болуп, униң бири уларниң диний вә миллий хаһишиға даир дәлилләрни топлаш, бу аилиләрдә бурун қолға елинғанлар болса уларниң садақәтмәнликини синаш икән.

Иккинчи вәзиписи, бу аилиләрниң көңлини майил қилиш икән. Дәрин байлер мақалисидә, лекин бу хил көңүл бөлүшниң аилә әзалири қолға елинған яки из-дерәксиз ғайиб болғанларни өз ичигә алмайдиғанлиқи, қәшқәр вилайитиниң чиқарған бу һәқтики қолланмисида буниң агаһландурулғанлиқини билдүргән.

Мақалидә йәнә уйғурларни “қайта тәрбийәләш” кә иштирак қиливатқан нурғун хитайларниң өзлирини дәһрий хитай милләтчиликини бәрпа қилғучи, дәп қарайдиғанлиқи билдүрүлгән. Униң илгири сүрүшичә, “бу хил сәвдайи истәк хитай рәһбәрлириниң истибдат контроллуқи билән бирлишип, лагер системисини әхлақи сораққа тартишни техиму мүшкүлләштүрүвәткән”.

Дәрин байлер мақалисидә йәнә бу кишиләрниң “қайта-тәрбийәләш” системиси уйғур вә қазақларға пайдилиқ, шундақла шинҗаңдики хитайларни әминликкә ериштүриду, дәп қарайдиғанлиқини язған.

У йәнә аталмиш нурғун “туғқанлар” ниң мусулманларни “қайта-тәрбийәләш” үчүн вақит вә енергийә сәрп қиливатимиз, дәп қарайдиғанлиқи, шуңа уларниң өзлирини “биз уйғур вә қазақ қатарлиқ ини вә сиңиллиримизниң қучақлишиға лайиқ” дәп һесаблайдиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.