Поп франсис тунҗи қетим уйғурлар мәсилисини тилға алди

Мухбиримиз әзиз
2020.11.24

Хитай һөкүмитиниң уйғурлар дияридики сиясий бастуруш һәрикитидә диний амилниң бир муһим мәзмун болуватқанлиқи узундин буян мәлум болсиму, католик дунясиниң әң алий диний рәһбири болған поп франсис хитай һөкүмитини әйибләш мәзмунида сөз қилиштин өзини тартип кәлгәниди.

“нйо-йорк вақти” гезитиниң 24-ноябирдики хәвиридә ейтилишичә, поп франсис шу күни тунҗи қетим уйғурларниң зиянкәшликкә учраватқанлиқини тәкитлигән. У өзиниң мушу һәптә нәшрдин чиққан китабида “роһинга мусулманлири, бичарә ‍уйғурлар вә йәзидиләр әң көп зиянкәшликкә учраватқан инсанлардур” дегән. Поп гәрчә уйғурлар һәққидә бәкму тәпсилий тохталмиған болсиму, униң рәсмий һалда уйғурлар мәсилисини тилға алғанлиқи ғәрб дунясида зор тәсир қозғиған. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җав лиҗйән бу һәқтә дәрһал инкас қайтуруп “поп франсисниң ‛уйғурлар зиянкәшликкә учраватиду‚ дейиши пүтүнләй асассиз һөкүм. Уйғурлар башқа милләтләргә охшашла барлиқ һәқләрдин толуқ бәһримән болған һалда бәхтияр турмуш кәчүрүватиду” дегән.

Мәлум болушичә, хитайдики католик епископини тәйинләш мәсилисидә поп франсис хитай һөкүмитиниң қарар чиқириш һоқуқи барлиқини етирап қилғанлиқи үчүн хәлқараниң тәнқидигә учриған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.