Рабийә қадир ханим америка дөләт мәҗлиси гуваһлиқ йиғинида уйғурлар мәсилисини оттуриға қойди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.12.07

Америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири комитети бүгүн хитайдики инсан һәқлири вәзийитиниң өтмүши вә келәчики дегән темида гуваһлиқ йиғини өткүзди.

Йиғинда уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим, тибәтләрдин далай ламаниң вәкили пәнпа тсериң, хитай демократчилиридин вей җиңшиң, чен гуаңчең қатарлиқ мәшһур паалийәтчиләр өзлири тәвә гуруппа вә милләтләрниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә гуваһлиқ сөзи қилди.

Йиғин материяллиридин мәлум болушичә, бу қетимқи йиғин йеңи һөкүмәтни хитай сияситини бәлгиләштә диққәт қилиш зөрүр болған сәзгүр мәсилиләрдин хәвәрдар қилишни мәқсәт қилған. Йиғинниң бешида хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитиниң яхшилиниши вә вә дөләтни қанун билән идарә қилиштики илгириләшниң америка вә хитайдин ибарәт һәр икки дөләт хәлқиниң бихәтәрлики вә гүллиниши билән бағлинишлиқ иш икәнлики әскәртилгән.

Йиғинда рабийә ханим тайландтики уйғурлар мәсилиси вә илһам тохти мәсилиси қатарлиқ нөвәттики бир қатар җиддий мәсилиләрни оттуриға қоюш билән бирликтә, йеңи һөкүмәтниң уйғур мәсилисигә техиму җиддий көңүл бөлүшиниң зөрүрлүки һәққидә чүшәндүрүш вә тәклип сунған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.