Әл-җәзирә: “уйғурларниң һәммиси назарәттә!”
2018.11.06
Хитай һөкүмити “әсәбийликкә зәрбә бериш” намида сақчилар қошунини зорайтип, “бихәтәрлик”ни ғайәт зор дәриҗидә ашуруватқанда “әл-җәзирә” телевизийәси торида 6-ноябир күни елан қилинған уйғурларниң назарәт астиға елинғанлиқи һәққидики мақалә уйғурлар дияриниң нөвәттики вәзийитини йәнә бир қетим җанлиқ тәсвирләп бәрди.
Адриян бровн имзасидики бу мақалида аптор алди билән өзиниң икки һәптә илгири “әл-җәзирә” телевизийәсиниң зиярәт өмики қатарида уйғур дияридики саяһитидә көргәнлирини, шуниңдәк “иқтисадшунас” гезитиниң бу җайни “мукәммәл сақчи дөлити” дәп атишиниң пүтүнләй тоғра болғанлиқини тәстиқлайду.
Аптор саяһәт җәрянида бәзи җайларда буниңдин үч йил илгирики саяһитидә көргән сақчи понкитлириниң арисиға йеңидин сақчи понкити қистурулғанлиқини, буниң билән бәзи шәһәрләрдә сақчи понкитлирини һәддидин зиядә көпәйтиш ишқа ашқанлиқини тәкитләйду. Болупму сақчилар вә алаһидә қисим қошуниниң зорайғанлиқи, калтәк-тоқмақ билән қоралланған дукандарларниң һәр икки күндә бир калтәквазлиқ мәшиқи қилип: “өлтүрәйли! өлтүрәйли! өлтүрәйли!” дәп шоар товлиши апторни бәкму һәйран қалдуриду. Әмма униң йәрлик уйғурлар билән параңлишип беқиш үмиди пүтүнләй бәрбат болиду: чәтәллик билән параңлашқан уйғурниң лагерға елип кетилидиғанлиқи сәвәблик униңға һечқандақ уйғур йеқин кәлмәйду. Улар чүшкән меһманхана болса пуқрачә кийингән сақчиларниң назаритигә елиниду.
Қәшқәрдики йәрлик телевизийә истансисиниң зиярәт тәлипини рәт қилғандин кейин аптор изчил баш қатуруп кәлгән “шунчә көп яшлар нәгә ғайиб болди?” дегән соалға җаваб издәйду. Лагерларниң мәвҗутлуқини инкар қилип кәлгән хитай һөкүмити әмдиликтә өзлириниң алақидар сиясәтлирини зор күч билән ақлашқа киришкән. Әмма аптор қәшқәрниң өзидики төт лагерғила 120 миң уйғурниң қамалғанлиқини, буларниң әң чоңиниң 5-оттура мәктәптә икәнликини билсиму, әмма бу лагерларни сиртидин болсиму көрүп беқишқа қадир болалмайду.
Апторни һәммидин бәкрәк һәйран қалдурғини хитай сақчилириниң бейҗиңдин башлапла уларға әгишивелиши болған. Бу җәрянда униң вә һәмраһлириниң арқисидин хитай пайлақчилири бир қәдәмму айрилмайду. Бир қәһвәханида шу җайдики һөкүмәтниң тәшвиқат бөлүминиң бир кадири апторниң һәмраһлири арисидики хитай нәслидин болған бир хадимға аччиқлинип: “һәрқайсиң қайси тәрәпни қоллимақчи?” дәп соал қойған. Шуниңдәк у сақчиларниң һәйвә көрситиши билән апторниң вә униң һәмраһлириниң камералирини инчикилик билән ахтуруп, “хәтәрлик” дәп қариғанлики сүрәтләрниң һәммисини ююп ташлайду. Улар кочиларда сүрәткә алмақчи болғанда сақчилар көрситип бәргән җайнила сүрәткә алиду. Пат-патла “кишиләргә гәп қилмаңлар” дегән агаһландурушни аңлап туриду.
Улар үрүмчидә көргән әң ғәлитә һадисә, уйғурларни асасий нишан қилған бәдән тәкшүрүш вә кимлик тәкшүрүш нәтиҗисидин уйғурларниң мутләқ көп қисим вақтиниң өчирәттә өтүп кетиши болған. Уйғурларниң өйлирини зиярәт қилиш болса қәтий мәни қилинған. Буниң билән апторниң “уйғурларниң өйлиридики барлиқ тиғлиқ әсваблар тамдики зәнҗиргә бағланған” дегән учурни дәлилләш арзуси әмәлгә ашмай қалған.
Аптор ахирида бу хил назарәт, қабаһәт вә бимәнилик билән толған контроллуқниң ши җинпиң иҗра қиливатқан “бир бәлвағ бир йол” қурулуши билән зич мунасивәтлик икәнликини алаһидә тәкитләйду.