Хитай аманлиқ күчлири гуаңшида йәнә икки уйғурни етивәткән
Хитай аманлиқ күчлири җүмә күни хитайниң гуаңши җуаңзу аптоном районида қолға елишқа наразилиқ билдүргән икки уйғурни етивәткән. Хитай ахбарати, хитай аманлиқ күчлири етивәткән бу 2 уйғурниң гуманлиқ “террорчилар” икәнликини илгири сүргән.
Бирақ д у қ баянатчиси дилшат ришит, бу 2 уйғур хитайниң сиясий, диний бесимидин қечип чәтәлгә чиқип кетишкә маңған “мусапирлар” икәнликини билдүрди.
Бу, гуаңшида йеқинқи 3 ай ичидә ахбарат васитилиригә ашкариланған хитай аманлиқ күчлириниң уйғур мусапирлирини 3-қетим оққа тутуп, уларни өлтүрүш вәқәси. Хитай аманлиқ күчлири бу йил 1-айда вийетнам чеграсида 2 уйғурни етивәткән.
Бу қетимқи вәқә гуаңши җуаңзу аптоном райониниң дуңшиң шәһиридә йүз бәргән. Хитай мәркизи радио истансисиниң хәвиридә, сани мәҗһул бир қанчә “террорчи унсур” байқалғанлиқини, сақчилар уларни қолға елиш җәрянида оқ чиқарғанлиқини билдүргән болсиму, бирақ қандақ амил сақчиларниң оқ чиқиришиға сәвәб болғанлиқини чүшәндүрмигән.
Дилшат ришит, уйғурларниң қанунсиз қолға елишқа наразилиқ билдүргәнлики үчүн оққа тутулғанлиқини билдүрди. Униң көрситишичә, хитайниң диний бесими, сақчиларниң диндар уйғурларға тутқан муамилиси уларни чәтәлгә чиқип кетишкә мәҗбурлимақтикән.