Хитай уйғур елини оттура асия билән асаслиқ сода базисиға айландурмақта

Мухбиримиз үмидвар
2014.01.26

Хитай ғәрбий шималдики өлкиләр ичидә уйғур аптоном районини оттура асия вә русийә билән асаслиқ ташқи сода алақиси қилидиған районға айландуриватқан болуп, 2013 - йили уйғур аптоном райониниң омумий експорт - импорт сомммиси 27милярд 500 милйон америка доллиридин ешип кәткән. Уйғур аптоном райониниң ташқи сода миқдари тез сүрәттә ашурулған.

Шинхуа ториниң йезишичә, 2013 - йили уйғур елиниң оттура асия районидики 5 җумһурийәткә қаратқан експорт соммиси 19 милярд доллардин ашқан. Қалған асаслиқ експорт русийә, иран қатарлиқ дөләтләр билән болған.

2013 - Йили уйғур ели чәтәл әрдин 5 милярд 300 милйон долларлиқ мал импорт қилған.

Көрүвелишқа болидуки, експорт соммиси импорт соммисидин зор дәриҗидә юқири болған.

Мәзкур 5 милярд долларлиқ импорт соммиси тәркибигә хитайниң қазақистан қатарлиқ оттура асия дөләтлиридин киргүзидиған нефит вә тәбиий газлириниң қиммити һесабландиму - йоқ,бу ениқ әмәс.

Уйғур дияриниң чәт ‘әлләр билән қилған содисида асаслиқи йеник санаәт мәһсулалири вә башқа мәһсулатлар обйект қилинған, муһим салмақни йәнила чегра содиси игиләйдикән.

Хитай дөләт рәиси ши җинпиң өткән йили қазақистанни зиярәт қилғанда, ортақ йипәк йоли иқтисадий пиланини оттуриға қойған иди. Мәлум болушичә, хитай, уйғур елини ғәрбий, оттура вә җәнубий асия, җүмлидин русийә билән сода - иқтисадий алақә қилиштики муһим база қилишни бекиткән болуп, бу саһәгә зор мәбләғ аҗратқан иди,

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.