“муҗи” намлиқ даңлиқ японийә маркисиниң давамлиқ “шинҗаң пахтиси” ишлитиватқанлиқи ашкариланған

Мухбиримиз әркин
2021.12.03

Японийәниң муҗи намлиқ даңлиқ кийим-кечәк маркиси йеқинқи йилларда хитайниң “шинҗаң пахтиси” ни ишләткәнлики вә униң буларни ашкара реклама, йәни елан қилғанлиқи үчүн тәнқидкә учрап кәлгән. Муҗи бу тәнқидләрниң бесимида өзиниң хоңкоң, тәйвән вә японийәдики тор бәтлиридин “шинҗаң пахтиси” дегән сөзни чиқиривәткәниди. Бирақ шундақтиму униң “органик пахтида” ишләнгән, дәп тонуштурған мәһсулатлириниң йәнила “шинҗаң пахтиси” да ишләпчиқирилғанлиқи, униң хитайдики торида охшаш маркилиқ мәһсулатни давамлиқ “шинҗаң пахтиси” да “ишләпчиқирилған”, дәп базарға салғанлиқи мәлум болған.

Радийомиз хитай бөлүминиң ашкарилишичә, улар муҗиниң японийә, тәйвән вә хоңкоңдики тор бекәтлиридә “органик пахта” дәп тонуштурған мәһсулатлириниң тавар номурлирини тәкшүрүш арқилиқ, униң хитай базиридики мәһсулатлириниң тавар номури билән охшаш икәнликини байқиған. Америка таможна вә чегра башқуруш идариси бу йил 1-айда уйғур елидә ишләпчиқирилған пахта вә пәмидур мәһсулатлирини бирдәк чәклигәндин кейин, муҗи ширкити америкаға “шинҗаң пахта” мәһсулатлири експорт қилишни тохтатқанлиқини елан қилғаниди.

Хәвәрдә ейтилишичә, , муҗиниң мәһсулатлири уйғур елидики “санҗи йида” ширкитидә ишләпчиқирилғаникән. Һалбуки, хитайниң хоңкоңдики “йида гуруһи” ға қарашлиқ “санҗи йида ширкити” америка сода министирлиқи тәрипидин уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ дәп “қара тизимлик” кә киргүзүлүп, униң мәһсулатлириниң америка базириға кириши чәкләнгән. Буниң билән “йида гуруһи” америкиниң вашингтон районидики бир федератсийә сот мәһкимисигә әрз қилғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.