Хитайниң сақчилири уйғур елидә бихәтәрлик тәдбирлири сүпитидә пичақ йиғивелиш һәрикити қозғиди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.07.10

Маралбеишиниң сериқбуя, пичанниң лүкчүн вә хотәнниң қариқаш дәря бойлирида йүз бәргән хитай сақчи вә көчмәнлирини боғузлап өлтүрүш вәқәлиридин әндишигә чүшкән хитай даирилири әслидинла көп болған бихәтәрлик тәдбирлиригә йәнә бир қатар йеңи тәдбирләрни қатқан.

Бу тәдбирләрдин бири, аптоматик пичақларни йиғивелиштур. Тәңритағ ториниң бүгүнки бу һәқтики бир хәвиридә баян қилинишичә, җ х назарити мәхсус уқтуруш чиқирип, аптоматик пичақ сақлаватқанларни пичақни өзлүкидин сақчиханиларға тапшуруп беришкә чақирған вә өзлүкидин тапшуруп бәргүчиләрни җазалимайдиғанлиқини, әксичә уларға базар баһаси яки униңдин үстүн баһада төләм беридиғанлиқини уқтурған.

Тәңритағниң бу хәвиридә йәнә баян қилинишичә, хитайниң үрүмчидики сақчилири 1-июлдин 8-июлға қәдәр 4773 данә пичақ йиғивалған; буниң бир қисми өй вә ян ахтуруш давамида йиғивелинған болса, аз бир қисмини пичақ игилири өзлири тапшуруп бәргән. Хәвәрдин йәнә мәлум болушичә, үрүмчидики дуканларда сетилишқа қоюлған 6350 данә аптоматик пичақ йәни тизгинлик пичақ сақчилар тәрипидин топлап әкитилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.