Нәнси пелоси: “уйғур қанун лайиһәсини ақсарайға йоллаймиз!”

Мухбиримиз әзиз
2020.06.02
nancy-pelosi-uyghur-bill-sign.jpg Америкадики 3-номурлуқ шәхс нәнси пелоси ханим уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһәси тоғрисида телевизийидә нәқ мәйдан нутқи сөзләватқан көрүнүш. 2020-Йили 2-июн, вашингтон.
Social Media

Америка авам палатасиниң рәиси, америка һөкүмитидики 3-номурлуқ шәхс нәнси пелоси ханим 2-июн күни чүштин бурун уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһәси тоғрисида телевизийәдә нәқ мәйдан нутқи сөзлиди. У сөзидә мәзкур қанун лайиһәсиниң вуҗудқа чиқиши вә икки палатадин ахирқи һесабта мақуллинишиға күч чиқарған марко рубйо, кристофер симис, боб менандез қатарлиқ шәхсләргә өзиниң алаһидә тәшәккүрини билдүрди. У, бу қанун лайиһәсиниң хитай һөкүмити үчүн толиму очуқ бир сигнал икәнликини, хитай һөкүмити иҗра қиливатқан һәмдә мисли көрүлмигән кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишқа америка һөкүмитиниң қәтий қарши туридиғанлиқини алаһидә тәкитләп, хитай һөкүмитиниң ашу тәрздики бастурушлириға учраватқан кишиләрниң ялғуз әмәсликини баян қилди.

Нәнси пелоси ханим бу тоғрисида сөз қилип: “хитай һөкүмити у кишиләрни дуня унтуп кәтти, улар билән һечкимниң кари йоқ, дәп қараватиду. Әмма у инсанлар унтулғини йоқ. Дәл шу сәвәбтин биз икки партийә бирликтә бу қанун лайиһәсини бу йәргә елип чиққанлиқимиздин шәрәп һес қилмақтимиз” деди.

Нәнси пелоси ханим сөзиниң давамида тйәнәнмен қирғинчилиқиниң 31 йиллиқ хатирисидә хитайниң хоңкоң вә тибәттики зораванлиқлири әстә тутулғандәк бу қетим уйғурларға нөвәт кәлгәнликини, улар дуч келиватқан зулум барғансери юқири пәллигә чиқиватқанда өзлириниң һәргизму бу йолдин тохтап қалмайдиғанлиқини билдүрди.

Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики хитай ишлири иҗраийә комитетиниң рәиси кристофер симисму алаһидә сөз қилип, нөвәттә уйғурларниң ши җинпиң иҗра қиливатқан қирғинчилиқниң қурбанлири болуватқанлиқини шәрһләп өтти. У сөзидә: “бу сепи өзидин қирғинчилиқ. Һазир милйондин артуқ адәм йиғивелиш лагерида, пүткүл уйғурлар паракәндичиликтә” дәп көрсәтти. У, лагер шаһити меһригүл турсунниң баянлиридин нәқил кәлтүрүп, уйғурларниң мусулман болғанлиқи вә уйғур миллий кимлики сәвәбидин мушу хилдики қирғинчилиққа дуч келиватқанлиқини, буларниң һәммисиниң дәл хитай рәиси ши җинпиңниң бир қоллуқ йолйоруқи билән “тосқунлуқ қилғучи барлиқ амилларни рәһимсизлик билән янҗип ташлаш” шәклидә қийнаш васитиси арқилиқ иҗра болуватқанлиқини шәрһләп өтти.

Баянат елан қилиштин кейин нәнси пелоси ханим уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһәсигә имза қойди. У бу һәқтә өзиниң тивиттер бетидә учур йоллап, “кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишқа шерик хитай әмәлдарлирини җазалашни мәқсәт қилған ‛уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһәси‚ гә мән имза қойғандин кейин уни ақ сарайға әвәтимиз” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.