Президент байден “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” гә имза қоюп, рәсмий қанунға айландурди
2021.12.23
“уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” америка президенти җов байденниң имза қоюши билән рәсмий қанунға айланди.
Америка президенти җов байден бүгүн, йәни 23-декабир пәйшәнбә күни “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” ни имзалап, уни рәсмий қанунлаштурди.
Ақсарайниң бу һәқтә елан қилған баянатида мундақ дейилгән:
“2021-йили 12-айниң 23-күни президент хитайниң шинҗаң уйғур аптоном районидин мәһсулат импорт қилишни чәкләйдиған вә шундақла райондики мәҗбурий әмгәктә мәсулийити бар чәтәллик әмәлдарларни җазалайдиған 6256-номурлуқ қанунни имзалиди.”
Баянатта йәнә мәзкур қанунниң рояпқа чиқишида рол ойниған америка авам палатасиниң рәиси нәнсий пелоси ханим, кеңәш палатасиниң рәиси шумир, авам палата әзалиридин мәкгаврн вә киристофер симис, кеңәш палата әзалиридин җеф мерклей вә марко рубийониң бу җәһәттики хизмәтлиригә рәһмәт ейтилған.
“уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” ниң бирликкә кәлгән ахириқи нусхаси 14-декабир толуқ аваз билән авам палатасидин өткән, 16-декабир күни йәнә толуқ аваз билән кеңәш палатасидин өтүп президент байденниң имза қоюши үчүн сунулған иди.
“уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайитигә зәрбә бериштики бөсүш характирлиқ әмәлий қәдәмләрниң бири болуп, униң рәсмий қанунға айлиниши чәт әлләрдики уйғурларни вә уйғурларни қоллиғучи барлиқ инсанларни сөйүндүрди.