Америка ташқи ишлар министирлики уйғур қирғинчилиқини қайта тәкитлиди

Мухбиримиз әзиз
2022.02.22

Америка ташқи ишлар министирлиқи қармиқидики “дуняви җинайи ишлар әдлийә ишханиси” 20-феврал күни өзлириниң тиветтер бетидә учур йоллап, хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләргә җавабкар икәнликини йәнә бир қетим әсләтти. Мәзкур ишханиниң қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт мәсилилиридә америка ташқи ишлар министири һәмдә униң муавин министириға биваситә мәслиһәт бериштәк ролидин алғанда уларниң бу қетимлиқ баянатини йәнә америка һөкүмитиниң мәйданини йәнә бир қетим ипадилигәнликкә баравәр, дәп қарашқиму болидикән.

Мәзкур баянат елан қилинғандин кейин тиветтер вә башқа иҗтимаий таратқуларда көпләп һәмбәһирләнди, шундақла һәр саһәниң қизғин алқишиға еришти. Шуниң билән биргә бәзиләр бу учурни “йүрәк” ләп “бу наһайити яхши баянат бопту. Болса әмди техиму көп әмили вә конкрет һәрикәтләр оттуриға чиқсун” деди.

Мәлум болушичә, америка һөкүмити 2021-йили январда дуняда тунҗи болуп уйғур дияридики сиясий бастурушни “ирқий қирғинчилиқ” дәп елан қилғандин буян ташқи ишлар министирлики бу һәқтә баянатлар елан қилған, шуниңдәк көп қетимлиқ мухбирларни күтүвелиш йиғинлири вә башқа охшимиған сорунларда бу мәйданини қайта-қайта ипадиләп кәлгән иди. Байдин һөкүмити дәвридиму бу мәвқә давам қилған һәмдә бир қатар җаза тәдбирлири иҗра қилинип, уйғур дияридики мәҗбурий әмгәккә четишлиқ таварлар импортиға чәклимә қоюлғаниди. Америка һөкүмитиниң бу хилдики башламчилиқ роли түпәйлидин бир қисим явропа дөләтлириму уйғур қирғинчилиқи һәққидә охшимиған қарарларни вә җаза тәдбирлирини алғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.