Уйғур елиниң рәсмий нами “шинҗаң уйғур аптоном райони” дики уйғур сөзи еливетилгән
2020.04.30
Уйғур елидики вә хитайдики һөкүмәт тор бәтлири уйғур елиниң рәсмий исми болған “шинҗаң уйғур аптоном райони” дики уйғур сөзини чиқириветип “шинҗаң аптоном райони” дәп қоллинишқа башлиғанлиқи диққәт қозғиди.
Хитайниң һөкүмәт таратқулиридин болған “хитай хәвәрләр тори” вә “тәңритағ тори” қатарлиқ тор бәтләрдә уйғур елигә аит елан қилинған он парчидин артуқ хәвәрләрдә уйғур елиниң исми “шинҗаң аптоном райони” дәп ишлитилгән. Тәңритағ ториниң уйғурчә тор бетидиму һәм шундақ болуп, униңда уйғур райониниң рәһбәрлириму “аптоном районниң муавин рәиси яки аптоном районлуқ сиясий кеңәш рәиси” дәп аталған.
Хитайдики бир қисим хәвәр тор бәтлиридә хели бурунла шинҗаң райони дәп атилип кәлгән болсиму, әмма һөкүмәт тор бәтлиридә уйғур елиниң рәсмий нами толуқ ишлитилип кәлгән иди. Бирақ һазир рәсмий тор бәтләрдиму уйғур сөзиниң кәң көләмдә әмәлдин қалдурулғанлиқи көрүлмәктә.
Мәзкур әһвал чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләрниң күчлүк диққитини қозғиди. Америкадики уйғур зиялийси елшат һәсән әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити 2016-йилидин буян уйғурларға қарита чекидин ашқан зулум сиясәтлирини йүргүзүшни башлиғандин буян, рәсмий намдики уйғур сөзиниму чиқириветиш урунушини хели бурунла башлиған вә буни пәйдинпәй әмәлийләштүргән.
Елшат һәсән әпәнди “хитай һөкүмити әзәлдинла бу районниң исминиң йеңи чегра мәнисини ипадиләйдиған шинҗаң сөзи вә шундақла уйғурниң земини икәнликини испатлап беридиған “шинҗаң уйғур аптоном райони” дәп аталғанлиқидин биарам болуп кәлгән,” дәйду.