Уйғур тил - йезиқиниң қоллинилиш даирисиниң барғансери тарийиши зиялиларни әндишигә салмақта
Йеқиндин буян бир қисим зиялилар уйғур елидики тор бәтлиригә мақалә вә инкас йезип, уйғур аптоном районида уйғур тилиниң қаноний орниниң күнсайин тарийип бериватқанлиқи һәққидики әндишисини билдүргән.
Мәлум бир тор бәттә йезилған бу һәқтики инкаста мундақ дейилгән: "нөвәттә аптоном районимизда, җүмлидин һәрқайси вилайәт вә наһийәләрдә уйғур тил - йезиқиниң һөкүмәт орунлирида ишлитилиш даириси шиддәт билән тарийип бармақта. Қурултай вә чоң йиғинларда уйғур тилиға тәрҗимә қилинған һөҗҗәтләр херидарсиз қалмақта. Вивиска вә елан тахтилири илгирики икки хил тил - йезиқтин пәқәтла хәнзу тил - йезиқиға йүзләнмәктә. Йоқиридин чүшүрүлгән қизил башлиқ һөҗҗәтләрдин, һөкүмәтниң уқтуруш вә әмир - пәрманлиридин уйғур тил - йезиқи ғайип болмақта."
Мәзкур инкасларда йәнә һәр дәриҗилик уйғур рәһбирий кадирлириниң уйғур тил - йезиқиға болған чүшәнчисиниң хәнзу кадирлиридинму төвән икәнлики тилға елинған. Бир қисим уйғур кадирлириниң қанонда бәлгиләнгән пиринсип бойичә уйғур тил - йезиқиниң хәнзу тил йезиқи билән баравәр қоллинилиш һоқуқиниң барлиқи һәққидә еғиз ечиштинму баш тартидиғанлиқи илгири сүрүлгән.
Униңда йәнә, уйғур аптоном районида уйғур тил - йезиқиниң һөкүмәт орунлирида ишлитилиш даирисиниң һәтта җилин өлкисиниң йәнбйән кориян аптоном областидики кориян тилиниң қаноний орниғиму йәтмәйдиғанлиқи тәкитләнгән.