Хитай һөкүмитиниң уйғурларни әң чоң “вирус” дәп қараватқанлиқи диққәт қозғимақта

Мухбиримиз әзиз
2020.06.02

Пүтүн дуня таҗсиман вирусидин келип чиққан вабаға қарши туруватқанда хитай һөкүмитиниң ‍уйғурларни әң әшәддий “вирус” қатарида йоқитиш нишани қиливатқанлиқи давамлиқ ташқи дуняниң диққитидә болмақта.

Америка дөләт мәҗлиси башқурушидики “төпилик” (The Hill) журнилиниң 1-июндики саниға бесилған бу һәқтики хәвәрдә ейтилишичә, изчил түрдә диний етиқад әркинлики һәққидә вәз ейтидиған хитай һөкүмити уйғурлардики ислам етиқадини йоқитишни һазир таҗсиман вирусқа қарши турғандинму муһим орунға қоймақта икән. Шундақла бу кишиләрни худаға әмәс, бәлки хитай компартийәсигә вә һөкүмитигә “сәҗдә” қилишқа мәҗбурлимақта икән.

Хитай рәиси ши җинпиң ашкара һалда “ислам әсәбийлики вирусқа охшаш юқумлуқ” дегән қарашни оттуриға қойғандин буян уйғурлардики ислам етиқади билән бағлинишлиқ барчә мәзмунлар, һәтта һарақ-тамакидин өзини тартишму мушу даиригә киргүзүп қоюлған. Буниңға четилип қалғанлар болса нөвәттә милйонлиған сандики лагер мәһбуслири һәмдә мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлар икән. Буниң билән нөвәттә бир қисим сиясийонлар “уйғурларға қарши қирғинчилиқ” дәп атаватқан бастуруш қилмишлири оттуриға чиқмақта икән.

Авам палата әзаси майкил валтз бу һәқтә сөз қилип: “дөләт мәҗлиси дәл мушу сәвәбтин уйғурларға даир қанун лайиһәсини мақуллиди. Һимайисизларни һимайә қилидиғанлиқимиз раст болса, биз уйғурлар үчүн орнимиздин дәст турушимиз лазим. Чүнки улар һөрлүккә моһтаҗ,” дәйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.