Хитай һөкүмити уйғур районида бирлик сәп хизмитини күчәйтмәкчи болған

Мухбиримиз җәвлан
2022.02.23

Хитайдики “шинҗаң гезити” вә “тәңритағ тори” ниң хәвиригә қариғанда, 2-айниң 22-күни үрүмчидә уйғур аптоном районлуқ бирлик сәп бөлүми вә миллий ишлар комитети башлиқлири йиғини чақирилған. Аптоном районлуқ парткомниң муавин секретари җаң чүнлән бу йиғинға қатнишип, хитай һөкүмитиниң милләтләр-дин хизмитигә қойған йеңи тәләп вә вәзипилирини оттуриға қойған.

Йиғинда әслидинла қелиплашқан бир йүрүш миллий, диний сиясәтләрни изчил давамлаштуруш қайта тәкитләнгән болуп, йеңи дәврдә ши җинпиң идийәсини һәммигә йетәкчи қилиш, милләтләрни иттипақлаштуруп бир-биригә қошуветиш, ислам динини хитайчилаштуруп, сотсиялистик җәмийәткә толуқ маслаштуруш муһим вәзипә қатарида бекитилгән. Униңдин башқа, партийә сиртидики затлар, зиялийлар вә чәтәлдики муһаҗирлар билән мунасивәтни яхшилап, уларни хитай һакимийитигә майил қилиш пилани оттуриға қоюлған.

Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, көп милләт вә етиқадчи хәлқ топлашқан уйғур райони хитай һөкүмити бирлик сәп бөлүминиң нуқтилиқ хизмәт райони болуп, хитай компартийәси бу районға юмшақ күч ишләтмәкчи болса һәр даим бирлик сәп бөлүмини қоллинидикән. Хитай һөкүмити партийәгә қарайдиған бирлик сәп бөлүминиң ролини алаһидә күчәйтип, һөкүмәткә қарайдиған миллий ишлар комитети вә диний җәмийәтләрни тамамән өзиниң контроллуқиға алған болуп, “компартийә һәммини башқуриду” дегән механизмни толуқ әмәлгә ашурған. Бирлик сәп бөлүми әмәлийәттә хитай компартийәсиниң өзини күчләндүрүш қорали болуп, һәр саһәдики күчләрни өз әтрапиға топлашни мәқсәт қилған. Хитай һөкүмити уйғур райониниң узақ муддәтлик муқимлиқини сақлаш үчүн бир яқтин қәбиһ зораванлиқ йүргүзсә, бир яқтин бирлик сәп бөлүми арқилиқ өзиниң аммиви асасини күчәйтмәкчи болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.