Бир хитайниң уйғурлар дияри һәққидики баянлири ғулғула қозғиди

Мухбиримиз әзиз
2020.06.16

Хитай һөкүмитиниң уйғурлар дияридики бастуруш һәрикити тоғрисида көплигән мәлуматлар оттуриға чиқиватқанда бу җайда яшап баққан хитайлардин бири йеқинда хәлқара кәчүрүм тәшкилати торида елан қилған бир парчә баянат диққәт қозғиди.

Баянатта ейтилишичә, бу хитай киши илгири уйғурлар диярида бир мәзгил яшиған болуп, кейинчә туғқан йоқлаш үчүн бирнәччә қетим у җайға барғанда көргән-билгәнлири һәрқачан униңға фантазийәлик филимлардики көрүнүшләрни әсләткән. Болупму хитай даирилириниң уйғурларни қатму-қат назарәт астида контрол қиливатқанлиқи, кейинчә буниңғиму қанаәтләнмәй хитай кадирларни уйғурларниң өйлиригә йетип-қопушқа орунлаштурғанлиқи, “ишқа орунлаштуруш” намида қәшқәр вә хотән тәрәпләрдин елип келингән уйғурлардин сәлла “гуманлиқ” әһвални байқиса уларни лагерға әвәтидиғанлиқи уни бәкла һәйран қалдурған.

Бу хитай киши һәйранлиқ ичидә байқиған йәнә бир һадисә шу болғанки, хитай даирилири һәрқачан уйғурларни чағанлиқ телевизийә программилири яки бейҗиңдики тәшвиқат филимлирида нахша ейтқузуп, уссул ойнитип сәһнигә чиқиридикән, у җайдики хитайларму уйғурларниң уссулиға қәвәтла амрақ икән. Әмма уйғурлар билән сөзлишип уларниң қайси дәриҗидә азаб тартиватқанлиқини чүшинип беқиш бирәр хитайниңму есигә кәлмәйдикән. У һәр қетим туғқан йоқлап барғанда униң хитай туғқанлири уйғурларни яманлап; “бу хәқ бәк дөт, шундақ қалақ, йәнә келип бәк мәйнәт” дәп шикайәт қилип беридикән.

У сәпәр җәрянида һөкүмәт оргинида ишләйдиған бир хитай билән бир йәрдә олтуруп қалған. Шу хитай униңға уйғурлар диярида һазир йолға қоюлуватқан бир қатар сиясәтләрниң “бир әвладни қурбан қилиш бәдилигә кейинки әвладларға бәхт яритиш” ни көзләватқанлиқини сөзләп бәргән. Униң ейтишичә нөвәттики террорлуқ вә әсәбийликкә қарши туруш тәдбирлири гәрчә иқтисадий җәһәттә бәзи сәлбий ақивәтләрни елип кәлсиму, мушу рәһимсиз “әвлад алмишиш” ни баштин кәчүргән кейинки әвладлар уйғур-хитай дәп айримай “иттипақлиқта биргә яшаш” ни ишқа ашуралайдикән.

У мушу әһвалларни хуласиләп “кичикидин тикәнлик сим тосуқ ичидә өскән бу бир әвлад тикәнлик сим тосуқ болмайдиған җайларниңму барлиқини көргәндә немиләрни ойлар?” дәп соал қойиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.