Хитай һөкүмити уйғур ели һәққидә мәхсус ақ ташлиқ китаб елан қилди

Мухбиримиз ирадә
2015.09.24
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Пәйшәнбә күни, хитай һөкүмити уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 60 йиллиқи мунасивити билән ақ ташлиқ китаб елан қилди.

Хитай мәркизи телевизийә истансисиниң бу һәқтики хәвиридин қариғанда, ақ ташлиқ китабта уйғур елиниң 60 йилдин буян ғайәт зор иқтисадий тәрәққиятларни қолға кәлтүргәнлики, хәлқниң турмуш сүпитиниң зор дәриҗидә яхшиланғанлиқи, интернетқа вә баравәр маарип һоқуқиға еришкәнлики баян қилинған. Униңда йәнә “уйғур елидики 12 милләт өз ана тилини ишлитишкә, миллий өрп-адити вә динини қоғдап қелишқа риғбәтләндүрүлди” дейилгән.

Хитай һөкүмити ақ ташлиқ китабида уйғур елиға 60 йилдин буян 7.1 Тирилйон йүән ярдәм қилғанлиқини әскәртип өткән, әмма уйғур елиниң йәр асти вә йәр үсти байлиқлиридин қанчилик пайда алғанлиқини тилға алмиған.

Ақ ташлиқ китабта алаһидә оттуриға қоюлған нуқтиларниң йәнә бири, уйғур елидики террорлуққа қарши күрәшни күчәйтиш болуп, уйғур аптоном райониниң рәиси шөһрәт закир ақ ташлиқ китабниң елан қилиниш мунасивити билән бәргән ахбарат елан қилиш йиғинида аталмиш “үч хил күч” кә қарши күрәшни күчәйтидиғанлиқини билдүргән.

Дуня уйғур қурултийи хитайниң ақ ташлиқ китабини қаттиқ тәнқид қилди. Улар хитай һөкүмити елан қилған бу ақ ташлиқ китабниң әмәлийәтни қилчиликму әкс әттүрмәйдиғанлиқини билдүрди. Улар хитай һөкүмитиниң һөкүмранлиқи астида уйғурларниң сиясий, иҗтимаий, иқтисадий һоқуқлириниң қолидин тартивелинғанлиқини, уйғурларниң өз ана тилини ишлитиш, миллий мәдәнийити вә дининиң чәклимигә учрап кәлгәнликини һәм шундақла уйғур елиниң йиллардин буян хитай һөкүмити вә өлкилири тәрипидин сүмүрүлгәнликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.