Хитай уйғур елидә 2022-йилдин башлап контроллуқни техиму күчәйтиш тоғрисида бәлгилимә чиқарған

Мухбиримиз әркин
2021.11.09

Уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи йеқинда йеңи бәлгилимә мақуллап, хитайдики әң қаттиқ контрол қилинидиған уйғур елини 2022-йилдин башлап техиму қаттиқ контрол қилишни қарар қилған. Италийәдики “зимистан” ториниң хәвәр қилишичә, аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитети тәрипидин 9-айниң ахирлирида мақулланған “аммиви бихәтәрлик қурулуши низами” намлиқ бу бәлгилимә 2022-йили 1-айниң 1-күнидин башлап рәсмий иҗра қилинишқа башлайдикән.

Бу бәлгилимидә, уйғур елидики аммиви бихәтәрликниң муһим нуқтилириға қарита қизиқарлиқ ениқлимилар берилгән болуп, униңда “зораванлиқ, террорлуққа қарши туруш алаһидә көрүшини тоғра чоңқурлаштуруш”, “миллий бөлгүнчи күчләр, рәзил террорчи күчләр, диний радикал күчләр вә дөләт бихәтәрликигә хәвп йәткүзидиған башқа қанунсиз, җинайи һәрикәтләр” гә қарши турушниң әң муһим вәзипә икәнлики тәкитләнгән. Анализчиларниң қәйт қилишичә, хитай даирлири бу бәлгилимә арқилиқ ‍өзлириниң 2017-йили башланған чоң тутқунда қолланған тәдбирлирини қанунлаштурған.

Хитай һөкүмитиниң бу һәрикити хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, бәзи ғәрб парламентлири вә һөкүмәтлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” дәп әйибләнгәниди. “зимистан” ниң ейтишичә, йеңи бәлгилимидә “гуруһлар вә рәзил тәшкилатлар” ға қарши туруш 2-орунға, ислам динини бастуруп, мусулманларни “қайта тәрбийәләш” 3-орунға қоюлған болуп, оғрилиқ, парихорлуққа охшаш иҗитимайй җинайәтләр ахирқи орунда турған. Хәвәрдә ейтилишичә, бу бәлгилиминиң әң һалқилиқ нуқтилириниң бири униң 30-маддиси болуп, бу маддида уйғур елидә “қәпәс системиси” ни толуқ иҗра қилиш тәләп қилинғаникән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.