Нурбәкри җәнубий уйғур районида "зораванлиқ һуҗумлири" ниң көпәйгәнликини етирап қилди
Уйғур аптоном райониниң тәйинләнгән рәиси нурбәкри өткән һәптиниң ахири үрүмчидә өзиниң хотәндә елип барған тәкшүрүши һәққидә доклат берип, бундин кейинки хизмәттә асаслиқ нишан "террорлуққа вә диний радикаллиққа зәрбә бериш" икәнликини тәкитлигән.
Хитайниң җуңго хәвәрләр ториниң 11-ноябирдики хәвиридә дейилишичә, нурбәкри 7-8-ноябир күнлири хотән вилайитиниң қарақаш, гума наһийилиридә елип барған тәкшүрүши һәққидә доклат берип, йеқинқи бирқанчә айдин буян җәнубий уйғур районида зораванлиқ һуҗумлириниң көпәйгәнликини вә бу хил һуҗумларниң алдини елишни тәкитлигән. Нурбәкри сөзидә хотәнниң гума наһийисидә йүз бәргән 3 сақчи 6 һөкүмәт кадири өлгән "10-өктәбир мотсиклитлиқ һуҗум вәқәси" ни нәқил елип, бу хил зораванлиқ һуҗумларниң йүз беришигә уйғурлар арисида күчәйгән диний радикаллиқ идийиси сәвәб болғанлиқини тәкитлигән. Нурбәкри сөзидә йәнә, асасий қатлам кадирлириниң "диний әсәбийликниң алдини елип, авамниң әһвалини игиләш, сақланған мәсилиләрни һәл қилиш, пуқраларниң көңлини утуши" керәкликини тәкитлигән.
Хитай даирилири йеқиндин буян уйғур районида барғанчә көпийиватқан қаршилиқ һәрикәтлирини "диний әсәбийлик" кә бағлап, "аз сандики кишиләрниң зораванлиқ, террорлуқ һәрикити" дәп тәриплимәктә. Әмма чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан тәңсиз миллий сиясити вә диний етиқад җәһәттики бастурушиниң уйғурларниң наразилиқини күчәйтип, райондики қаршилиқ һәрикәтлириниң көпийишигә сәвәб болғанлиқини илгири сүрмәктә.